сомалидики бомба һуҗуминиң җавабкарлиқини әшшәбаб өз үстигә алди

сомалиниң пайтәхти могадишудики бомба һуҗуминиң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати әшшәбаб өз үстигә алди.

1332177
сомалидики бомба һуҗуминиң җавабкарлиқини әшшәбаб өз үстигә алди

түркийә авази радийоси хәвири: әшшәбаб тәшкилатиға йеқин « Somali Mimo» тор бетидин орун алған вә әшшәбаб байанатчисиға аит икәнлики әскәртилгән аваз лентисида, бомба һуҗуминиң җавабкарлиқини әшшәбаб өз үстигә алған.

могадишуда шәнбә күни йүз бәргән бомба һуҗумида, түркийә пуқраси икки кишиниму өз ичигә алған 81 адәм қаза қилғаниди.

түркийә сәһийә министирлиқиму һуҗумдин кейин йаридарларниң давалинишиға йардәм бериш үчүн һәрикәткә өткән, бу даиридә миллий  давалаш – қутқузуш әтрити вә оператсийә хадимлиридин тәшкил тапқан 20 кишилик әтрәт сомалиға әвәтилгәниди.

һуҗумда һайатидин айрилған икки түркийә пуқраси билән йариланған 16 сомалилиқ түркийәгә кәлтүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر