ваң йи хоңкоңдики сайлам вә намайишларға даир соалларға җаваб бәрди

хитай ташқи ишлар министири ваң йи, хоңкоңниң немә болушидин қәтийнәзәр хитай земинлириниң бир парчиси болушни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

1311980
ваң йи хоңкоңдики сайлам вә намайишларға даир соалларға җаваб бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министири ваң йи, 20 дөләт гуруһиға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири йиғиниға иштирак қилиши үчүн барған йапонийәдә мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди. у, мухбирларниң хоңкоңда йәкшәнбә күни өткүзүлгән сайламда өктичиләрниң үстүнлүкни игилигәнлики тоғрисидики бир соалға җаваб берип, «хоңкоңда немә болса болсун, хитай земинлириниң бир парчиси болушни давамлаштуриду» деди.

ваң йи, ийун ейидин буйан давамлишиватқан, йеқинқи һәптиләрдин буйан сақчилар билән намайишчилар арисида тоқунуш вә зораванлиқ вәқәлиригә сәһнә болған намайишлар тоғрисидики бир соалға, «хоңкоңни йоқитип ташлаш йаки муқимлиқи вә байашатлиқиға зийан йәткүзүшни нишан қилған урунушлар мәғлубийәткә учрайду» дәп җаваб бәрди.

хитайниң хоңкоң алаһидә мәмури районида уда бир қанчә айдин буйан давамлишиватқан намайишларниң көләңгисидә түнүгүн өткүзүлгән мәһәллий сайламда, демократийә тәрәпдарлири бейҗиң тәрәпдарлири алдида үстүнлүкни қолға кәлтүрүп, шәһәрлик һөкүмәт мәҗлисидә көп санлиқни игилиди.

хоңкоң даирилири, «гумандарларниң хитай чоң қуруқлуқи, авмин алаһидә мәмури райони вә тәйвәнгә қайтуруп берилишигә қолайлиқ йаритип беридиған» қанун лайиһәсини 3 – апрелда парламентқа сунғаниди. лайиһәниң хоңкоңниң аптоном районлуқ қурулмиси вә әдлийә җәһәттики мустәқиллиқигә зийан йәткүзүп, шәһәрни хитай мәркизий һөкүмитиниң контроллуқиға киргүзүп қойидиғанлиқини илгири сүргән өктичиләр, ийун ейиниң бешида шәһәрдә кәң көләмлик намайишларни өткүзүшни башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر