хоңкоңдики намайишта хитай тәрәбдари бир һуҗум қилғучи 5 кишини йаридар қилди

хоңкоңдики намайиш җәрйанида, хитай тәрәпдари бир һуҗум қилғучи пичақ билән 5 кишини йаридар қилғандин башқа йәнә, сийасий рәһбәр андрев чийуниң қулиқини чишләп үзүвалди.

1299949
хоңкоңдики намайишта хитай тәрәбдари бир һуҗум қилғучи 5 кишини йаридар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хоңкоңда намайишчилар топланған бир сода сарайға сақчилар бесип кириш җәрйанида, сода сарай сиртида пичақ билән 5 кишини йаридар қилған хитай тәрәбдари һуҗум қилғучи бир сийасий рәһбәрниңму қулиқини чишләп үзүвалди.

йәрлик мәтбуатларниң хәвәрлиригә асасланғанда, вәқә хоңкоңниң ситийпалаза районидики бир сода сарайниң сиртида йүз бәргән болуп, һуҗум қилғучи әтраптики кишиләргә пичақ билән қалаймиқан һуҗум қилип, 5 кишини йаридар қилған.

йаридар болғучилардин 2 кишиниң әһвалиниң интайин еғир икәнлики билдүрүлди.

андин у йәнә, өзини тосмақчи болған сийасий рәһбәр андрев чийуниң қулиқини чишләп үзүвалған.

андрев чийуниң қулиқини чишливелиш җәрйаниға алақидар иҗтимаий таратқуда тарқалған ведиода, һуҗум қилғучиниң қурбанлириға «хоңкоң хитайға тәвә!» дәп товлиғанлиқи, сақчилар йетип келиштин илгири ғәзәпләнгән бир топ кишиләрниң уни тутуп, раса урғанлиқи көрүниду. 

андрев чийу қулиқиниң текилиши үчүн балнестқа елинди. һуҗум қилғучи болса назарәкә елинди.

сақчилар келиштин илгири ғәзәпләнгән кишиләр топлушуп, һуҗум қилғучини урған вәқәгә четишлиқ йәнә 2 киши назарәткә елинди.

хоңкоң һөкүмити һуҗумни әйибләп, пуқраларниң сийасий пикир пәрқини бир йаққа қайрип қойуп, әқил билән иш қилиши керәклики һәққидә чақириқ елан қилди. 

хоңкоң сақчилири түнүгүн (3-нойабир) иҗтимаий таратқу арқилиқ бир сода сарайға топлашқан вә арисида маскилиқ кишиләрниңму барлиқи билдүрүлгән намайишчиларни тарқитиветиш үчүн сода сарайға бесип киргән иди.

хоңкоңниң ша тин, тайпо вә тай ку районлиридики сода сарайларға топланған намайишчиларниң хитайға қарши шоарларни товлап, кириш еғизлириға вә магезинларниң деризилиригә маддий зийан йәткүзгәнлики илгири сүрүлди.

сақчилар бир қанчә йүз намайишчини тарқитиветиш үчүн йаш аққузуш бомбиси ишләтти.

бәзи намайишчиларниң усти йепиқ җайда сақчилар тәрипидин етилған йаш аққузуш бомбсиниң еғир тәсиригә учриғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر