австирийәдә бир киши қиз достиға чидимай 5 кишиниң җениға замин болди

австирийәниң тирол өлкисигә қарашлиқ китизбуһел йезисида бир киши бирла өйдә 5 кишини етип өлтүрди.

1282910
австирийәдә бир киши қиз достиға чидимай 5 кишиниң җениға замин болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: австирийәниң тирол өлкиси сақчи идариси мудири валтер пуп елан қилған байанатида, түнүгүн (6-өктәбир) әтигән бир кишиниң җинайәт қорали билән сақчи понкитиға келип тәслим болғанлиқини вә 5 кишини өлтүргәнликини етирап қилғанлиқини ейтти. 

валтер пуп мәзкур 25 йашлиқ җинайәт гумандариниң китизбуһел йезисидики қиз достиниң өйигә берип, алди билән қизниң дадисини, инисини вә анисини өлтүргәнликини, андин қиз достиниң йатақханисиға кирип, қизни вә қизниң йеңи оғул достини өлтүргәнликини уқтурди.

валтер пуп җинайәт гумандариниң 19 йашлиқ қиз достидин 2 ай илгири айрилғанлиқини вә қизниң йеңи оғул дост тапқанлиқиға чидийалмаслиқ сәвәбидин бу җинайәтләрни өткүзгәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر