б д т муавин катипи хәвпсизлик кеңишини тәнқид қилди

б д т муавин баш катипи марк ловкок (Mark Lowcock) хәвпсизлик кеңишиниң бәшшар әсәд һакимийити вә русийәниң идлибни бомбардиман қилишиға қарап турғанлиқини тәнқид қилди.

1245351
б д т муавин катипи хәвпсизлик кеңишини тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т инсанпәрвәрлик ишлириға мәсул муавин баш катип марк ловкок сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийити вә русийәниң идлибни 90 күндин артуқ вақиттин буйан бомбардиман қилишиниң «қәтлиам» ға сәвәб болидиғанлиқини әскәртип: «сүний һәмраһ көрүнүшлири 17 йезиниң пүтүнләй вәйран болғанлиқини вә бошитилғанлиқини көрситип бериду» деди.

марк ловкок б д т хәвпсизлик кеңишигә сүрийәдики инсаний вәзийәт тоғрисида мәлумат берип, идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш районида давамлишиватқан һуҗумлар үстидә алаһидә тохталди. у һава бомбардимани қиливатқан бәшшар әсәд һакимийити вә русийәгә қарши җимҗит қарап туруватқан хәвпсизлик кеңишини тәнқид қилди.

у бәшшар әсәд һакимийити вә русийәниң б д т ниң бир қанчә қетимлиқ агаһландурушлириға пәрваму қилмай бомбардиманлирини давамлаштуруватқанлиқини әскәртип: «бәшшар әсәд һакимийити вә русийәниң намдики җиддийчиликни пәсәйтиш райони-идлибни 90 күндин артуқ вақиттин буйан бомбардиман қилиши қәтлиамға сәвәб болди» деди.

у сүний һәмраһдин тартилған көрүнүшләрдики тоқунушлар сәвәб болған зийанларниң буни испатлайдиғанлиқини билдүрүп: «һәммә биналар дегүдәк үч ай ичидә вәйран болди. сүний һәмраһ көрүнүшлири 17 йезиниң пүтүнләй вәйран болғанлиқини вә бошитилғанлиқини көрситип бериду» деди.

у террорлуқ тәшкилати «һәйәт таһрир шам» ниң идлибтә мәвҗут болуп туруватқанлиқини, бирақ һәр бир тәшкилат әзаси бар җайда әң аз дегәндә 100 дин артуқ пуқраниң йашайдиғанлиқини билдүрди.

у идлибтики бомбардиманларға җимҗит қарап туруватқан хәвпсизлик кеңишини тәнқид қилди вә мундақ деди:

«хәвпсизлик кеңиши һазирғичә қилинған чақириқларни көрмәскә салди. немә болуватқанлиқини көрүп туруватисләр вә көзлириңларниң алдида йүз бериватқан қәтлиамға қарши 90 күндин артуқ вақиттин бери һечнимә қилмайватисләр. б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелет дегәндәк, долаңларни қисип қарап турамсиләр йаки идлиб балилириниң пәрйадлириға қулақ селип, бир нәрсә қиламсиләр?»

сүрийәниң ғәрбий шималиға җайлашқан идлиб вилайити ички уруш башланғандин тартип өктичиләрниң қәләси болуп кәлмәктә. һазир дөләт ичидики көч билән нопуси 4 милйонға йәткән идлиб мәркизи, 2015-йили марттин башлап өктичиләрниң контроллуқиға өтти. идлиб бәшшар әсәд һакимийити әң көп һуҗум нишани қилған районлардин бири.

сүрийә кишилик һоқуқ көзитиш өйиниң мәлуматиға асасланғанда, бәшшар әсәд һакимийити вә униң қоллиғучилириниң идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш райониға 2019-йили 26-апрелдин 12-ийулғичә қилған һәр хил һуҗумлирида 175 кичик бала, 111 айал болуп, җәмий 606 пуқра җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر