туниста йүз бәргән һуҗумларниң җавабкарлиқини даеш өз үстигә алди

туниста түнүгүн йүз бәргән икки қетимлиқ террорлуқ һуҗумлириниң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати даеш өз үстигә алди.

1226871
туниста йүз бәргән һуҗумларниң җавабкарлиқини даеш өз үстигә алди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң ашқун гурупиларни көзитидиған «< Siteintel > хәвәрләр тори» ниң даешниң «амақ» намлиқ интернет тор бетини мәнбә көрситип хәвәр қилишичә, түнүгүн тунисниң пайтәхтидә йүз бәргән икки қетимлиқ партлашниң җавабкарлиқини даеш өз үстигә алған.

даешниң «амақ» намлиқ интернет тор бетиниң илгири сүрүшичә, тунис дөләт хәвпсизлик күчлиригә қилинған икки қетимлиқ һуҗум даеш әзалири тәрипидин елип берилған.

тунис ички ишлар министирлиқи байанатчиси суфйан әззақ, бу һәқтә елан қилған байанатида, пайтәхттә бири җамаәт хәвпсизлики баш идариси, йәнә бири чарлаш елип бериватқан һсақчиларниң аптомобилини нишан қилған икки қетимлиқ һуҗумларда бир сақчиниң өлгәнликини, бәш сақчи билән қошулуп, 8 кишиниң йариланғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر