йавропа иттипақи ташқи ишлар министирлири бүгүн бирйусселда җәм болиду

йавропа иттипақи ташқи ишлар министирлири бүгүн (27-май) әтигәндә белгийәниң пайтәхти бирйусселда җәм болиду.

2144500
йавропа иттипақи ташқи ишлар министирлири бүгүн бирйусселда җәм болиду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи ишлар министирлири йиғининиң әң муһим күнтәртипи пәләстин билән украина мәсилиси болиду.

испанийә, иреландийә вә норвегийәниң пәләстин дөлитини етирап қилиш қараридин кейин өткүзүлгән тунҗи қетимлиқ йавропа иттипақи ташқи ишлар министирлири йиғинида, башқа дөләтләрниңму шундақ қарар мақуллайдиған йаки мақуллимайдиғанлиқи һәммини қизиқтурмақта.

йавропа иттипақи алий комиссари җосеп боррелниң рийасәтчиликидә башлинидиған йиғинда, министирлар йәнә, сәуди әрәбистан, мисир, ийорданийә, әрәб бирләшмә хәлипилики вә қатар ташқи ишлар министирлири биләнму көрүшиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر