америка һәйити түркийәгә келиду
америка қошма иштатлири хәзинә ишлири министирлиқидин бир һәйәт әтә түркийәгә келиду.
1015653
түркийә авази радийоси хәвири: һәйәтниң пайтәхт әнқәрәдики учришишлирида америка қошма иштатлириниң иранға қаратқан ембарголири музакирә қилиниду.
америка қошма иштатлири хәзинә ишлири министирлиқи терроризм вә пул – муамилә ишлири мәслиһәтчиси маршал биллислеа башчилиқидики һәйәт түркийә ташқи ишлар министирлиқи, хәзинә ишлири министирлиқи вә малийә министирлиқида учришишларда болиду.