бейҗиң: трамп - ким җоңун учришишидин тинчлиқ һасил болушини үмид қилимиз

бейҗиң, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп билән шималий корейә лидири ким җоңунниң башлиқлар йиғинидин тинчлиқ һасил болушини күтидиғанлиқини билдүрди.

991033
бейҗиң: трамп - ким җоңун учришишидин тинчлиқ һасил болушини үмид қилимиз

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министири ваң йи, америка пирезиденти доналд трамп билән шималий корейә рәһбири ким җоңунниң сингапордики йиғинида, корейә йерим арилида тинчлиқ бәрпа қилиш миханизмлириниң орнитишлирини күтидиғанлиқини ейтти. у йиғин тоғрисидики байанатида, «хитай, америка пирезиденти доналд трамп билән шималий корейә лидири ким җоңунниң сингапорда өткүзүлгән йиғинини қизғин қарши алиду вә қоллайду» дегән ибариләргә орун бәрди.

ваң йи, америка вә шималий корейә рәһбәрлириниң өзара ишәнч турғузуп, ташқи тәсирләргә хатимә беришини, қийинчилиқларни йеңишини үмид қилидиғанлиқлирини билдүрүп, «икки дөләт рәһбәрлириниң йерим аралниң йадро қоралидин халийлаштурулуши үчүн муһим қәдәмләрни ташлашлирини, йерим арал тоғрисида асасий пикир бирликини һасил қилиш үчүн, тинчлиқ механизми орнитишини үмид қилимиз» деди.

ваң йи йәнә, ким җоңун билән трампниң сингапор йиғиниға «тарих йазған бир йеғин» дәп баһа берип, икки дөләт рәһбәрлириниң баравәр дийалог өткүзүш үчүн үстәл әтрапиға олтурғанлиқини әскәртти вә бу йиғин арқилиқ йеңи бир тарихниң йезилғанлиқини қәйт қилди.

йиғинниң бейҗиң даирилири төт билән күтүватқан, алаһидә күч чиқарған бир нишан икәнликини әскәрткән ваң, барлиқ тәрәпләрни корейә йерим арили мәсилисини һәл қилиш үчүн тиришчанлиқ көрситишкә чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر