шималий корейә йапонийәни әйиблиди

шималий корейә йапонийәни корейә йерим арилидики җиддийчиликни әвҗ алдурушқа урунуш билән әйиблди.

966335
шималий корейә йапонийәни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейәниң рәсмий гезити «Rodong Sinmun» ниң хәвиридә, йапонийәниң «пийоңйаң даирилири йадролуқ қоралға болған қизиқишлирини пүтүнләй бир чөрүп ташлиғанға қәдәр давамлишиватқан ембарголарни вә бесимларни қоллап қуввәтләймиз» дегән байанатиға җавап қайтурулди.

хәвәрдә, «йапонийә корейә йерим арилидики җиддийчиликни әвҗ алдурушқа урунмақта» дәп әйиблиди.

шималий корейә рәһбири җәнубий корейә пирезиденти мун җаин билән чегра райондики панмонҗом йезисида 27апрел учришиш елип барған иди.

учиришиштин кейин имзаланған панмонҗом келишими тинчлиққа қарап ташланған тарихий әһмийәткә игә бир қәдәм, дәп қаралған иди.

рәһбәрләр корейә йерим арилиниң йадорлуқ қораллардин тазилиниши вә нөвәттики уруш тохтитишниң америка вә хитайниму өз ичигә алған 3 тәрәп музакирилиридә узун муддәтлик тинчлиқ әһдинамисигә айландурулуши һәққидә пикир бирлики һасил қилған иди.

америка пирезиденти доналд трампниң алдимиздики бир қанчә һәптә ичидә шималй корейә рәһбири ким җоңун билән учришиш елип бериши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر