африқилиқ атақлиқ алим әрдоғанға атап шеир йазди

сенегалниң алдинқи қатардики ислам алимлиридин шәйих абдуллаһ осман ба җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң сенегал зийарити вә туғулған күни мунасивити билән униңға атап әрәбчә шеир йазди.

920667
африқилиқ атақлиқ алим әрдоғанға атап шеир йазди

түркийә авази радийоси хәвири: шәйих абдуллаһ осман ба, әрдоғанниң сенегал зийаритини катта пурсәт дәп қарайдиғанлиқини вә униң туғулған күнини тәбрикләйдиғанлиқини билдүрди.

«йашисун әрдоған! йашисун түркийә!» намлиқ шеиридә, җумһур рәис әрдоғанни пүтүн ислам дөләтлириниң рәһбири дәп қарайдиғанлиқини билдүрүп: «һәр даим дәймизки, и әрдоған! аллаһ сени қоғдисун вә йүксәтлсун!» деди.

шәйх абдуллаһ осман ба түркийәни бир қанчә қетим зийарәт қилғанлиқини билдүрүп: «җумһур рәис әрдоғанни аллаһ үчүн сөйимиз. ислам дунйасиниң қандақла йеридә азаблиқ иш болса, биринчи болуп йардәмгә йүгргән киши у болиду. бирма, муқдишу буниң мисали. шуңа мән шеиримдә уни <исламниң вә мусулманларниң тайанчи> дедим» деди.

шеир мундақ йезилған:

йашисун әрдоған! йашисун түркийә!

йашисун, ислам вә мусулманларниң тайанчи и әрдоған! и есил адәм! һармай чарчимай бу үммәтниң мәдәткари болдуң.

җаһанда ислам байриқи вә биз долқунсиман йүксәлмәктимиз,

шәрипимизни көккә көтүрдүң, техиму йүксәлтишиңни халаймиз.

дөлити алийә османийәниң мирасини җанландуруш саңа несип болди,

буниңға асас, сениң тағларға охшаш һәйвәтлик җасаритиң болди.

түрк хәлқи османли болғанда, әң улуғ иди, сән кәлдиң йәнә улуғ болди.

дөлитиңниң күндүзигә ғәрбликләр кечә болмақчи иди. рәббимниң рәһмити саңа тайанч йәлкә болди,

сени қилтаққа чүшүрмәкчи болғанларға 15ийул қилтақ болди.

 

һәм мәхпий һәм ашкара саңа қилимиз дуа,

сени бешимиздин кәм қилмисун худа.

йоқлуқ алимидин бар қилған аллаһқа һәмд болсун!

аллаһ сени пәйғәмбәргә саһаби (һәмраһ) қилсун!

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر