барселонада миңларчә адәм мәркизи һөкүмәткә қарши намайиш өткүзди

барселонада миңларчә мустәқиллиқ йақлиғучи мәркизи һөкүмәткә қарши намайиш өткүзди.

829402
барселонада миңларчә адәм мәркизи һөкүмәткә қарши намайиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: испанийәниң барселона шәһиридә миңларчә адәм каталонийәдики аммиви тәшкилатларниң башлиқлириниң тутқун қилинишиға наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзди.

шәһәр мәркизигә йиғилған миңларчә адәм мәркизи һөкүмәткә қарши шоарларни товлишип тутқун қилинған рәһбәрләрниң қойуп берилишини тәләп қилди.

испанийә сот мәһкимиси каталонийәдики аммиви тәшкилатларниң рәһбәрлирини «дөләткә исйан көтүрүш вә хәлқни сақчиларға қарши турушқа күшкүртиш»қатарлиқ қилмишлар билән әйибләп тутқун қилинишиға һөкүм чиқарғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر