шималий корейә барлиқ бесимларға қаримай йәнә башқурулидиған бомба қойуп бәрди

шималий корейә барлиқ бесимларға қаримай пайтәхт пийоңйаңға йеқин җайдин башқурулидиған бомба қойуп бәрди.

807567
шималий корейә барлиқ бесимларға қаримай йәнә башқурулидиған бомба қойуп бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә армийәси шималий корейәниң пайтәхт пийоңйаңға йеқин җайдин башқурулидиған бомба қойуп бәргәнликини уқтурди.

җәнубий корейә армийә баш қоманданлиқ иштаби тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «шималий корейә сунәнгә йеқин җайда саәт 06:57да башқурулидиған бомба қойуп бәрди, башқурулидиған бомба йапонийәдин һалқип  тинч окйаниң шималиғичә йетип барди.»

җәнубий корейә армийә баш қоманданлиқ иштаби башқурулидиған бомбиниң 770 километир игизликкичә йүксилип 3700 километир мусапә басқанлиқини билдүрди.

байанатта җәнубий корейә вә америка даирилириниң шималий корейәниң башқурулидиған бомба қойуп беришигә мунасивәтлик учур-мәлуматларни анализ қилғанлиқиму әскәртилди.

бир қисим хәвәр агентлиқлири шималий корейә қойуп бәргән башқурулидиған бомбиларниң һечбириниң бунчилик узун мусапә басмиғанлиқини билдүрүшти.

шималий корейәниң башқурулидиған бомба қойуп бериши муәййәнләштүрүлгәндин йапонийәдә гүдүкләр челинип хәлқ панаһ җайларға чақирилди.

йапонийә пирезиденти йошихиде суга шималий корейә қойуп бәргән оттура мусапилик башқурулидиған бомбиниң хокәйду арилидин өтүп, аралниң 2000 километир шәрқидики тинч окйанға чүшкәнликини билдүрди.

шималий корейә 29-авғустта қойуп бәргән хвасоң (Hwasong)-12 типлиқ оттура мусапилик башқурулидиған бомбиму йапонийәдин һалқип тинч окйанға чүшкәниди.

пийоңйаң 2006-йили 3-синтәбирдин буйан әң күчлүк болған 6-қетимлиқ башқурулидиған бомба синиқини елип барди. бу синақтин кейин америка тәрипидин тәййарланған шималий корейәгә ембарго йүргүзүшни мәзмун қилинған қарар лайиһәси бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә мақулланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر