нато дунйани шималий корейәгә җаваб қайтурушқа чақирди

нато (шималий атлантик әһди тәшкилати) баш катипи йенс столтенберг твиттер арқилиқ пүткүл дунйаға чақириқ елан қилди.

807851
нато дунйани шималий корейәгә җаваб қайтурушқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: нато баш катипи йенс столтенберг твиттерда дунйани шималий корейәгә җаваб қайтурушқа чақирди. у: «шималий корейә түнүгүн (14-сентәбир) б д т қарарлирини көзгә илмай башқурулидиған бомба синиқи қилип, хәлқараға қанунға хилаплиқ қилди, пийоңйаңниң башқурулидиған бомба синиқи хәлқаралиқ тинчлиқ вә бихәтәрликкә тәһдит салиду, буниңға дунйа характерлик җаваб қайтурулуши керәк» деди.

йонһап агентлиқи җәнубий корейә армийә қоманданлиқ иштабини нәқил кәлтүрүп, «бүгүн (15-сентәбир) шималий корейә сунан әтрапида шу йәр вақти әтигән саәт 06:57 өткәндә нами ениқ болмиған башқурулидиған бомба қойуп бәрди, бомба йапонийә һава тәвәликидин өтүп, тинч окйанниң шималиға чүшти» дәп байанат елан қилған иди.

шималий корейә 29-авғуст синақ қилған оттура мусапилиқ балистик башқурулидиған бомбиму йапонийә һава тәвәликидин өтүп, тинч окйанға чүшкән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر