лондондики партлашниң террорлуқ һуҗуми икәнлики билдүрүлди

әнглийә пайтәхти лондон метросида йүз бәргән партлашниң террорлуқ һуҗуми икәнлики билдүрүлди.

807889
лондондики партлашниң террорлуқ һуҗуми икәнлики билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: лондонниң ғәрбидики парсонс грин метро бекитидә бүгүн (15-сентәбир) әтигән йүз бәргән партлашта 18 адәмниң йариланғанлиқи елан қилинди. әмма, йариланғанлар арисида һайатий хәвпи бар болғанлар йоқ.

сәһийә хадимлири йаридарларниң йүзини көйдүргән маддини ениқлаш үчүн тәкшүрүшлирини давам қилмақта.

әнглийә сақчи даирилири вәқәниң террорлуқ һуҗуми икәнликини елан қилди. партлашниң бир вагондики ақ рәңлик сир қутисидики йалтирақ халтиниң от елиши нәтиҗисидә мәйданға кәлгәнлики билдүрүлди.

мәлум болушичә, сақчилар партлитиш үскүнисиниң толуқ ишлимигәнлики сәвәбидин партлаш күчиниң төвән болғанлиқини ейтқан. әнглийә баш вәзири тиреса мей бүгүн кобра бихәтәрлик кеңишини җиддий йиғинға чақирған.

 лондонда 2005-йили 7-ийул үч метро бекити вә бир аптобус бекитидә төт адәм бомба партлиған болуп, вәқәдә 52 адәм һайатидин айрилип, 700 дин артуқ адәм йариланған иди.

лондон метроси күнигә тәхминән 5 милйон адәм тошуйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر