лондон метросида партлаш йүз бәрди

әнглийә пайтәхти лондон метросидики партлашниң террорлуқ һуҗуми йаки әмәслики тоғрисида мәлумат берилмиди, бирақ вәқә йүз бәргән нәқ мәйданға нурғун қутқузуш аптомобиллириниң әвәтилгәнлики билдүрүлди.

807716
лондон метросида партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә таратқулири шәһәрниң ғәрбидики парсонс грин бекитидә партлаш йүз бәргәнликини вә арқидин от кәткәнликини хәвәр қилди.

иҗтимаий таратқуларда һәмбәһирләнгән учурларға асасланғанда, метрониң арқисидики бир ақ рәңлик кабен партлиған болуп, метродин чиққан йолучиларниң йүзлири көйүп кәткән. метродин қойуқ туман көтүрүлгәндин кейин, йолучилар дәрһал тарқақлаштурулуп, қатнаш тохтитилған.

лондон метросида күнигә оттуричә һесаб билән тәхминән 5 милйон адәм қатнайду. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر