астанада сүрийә музакирилири башланди

қазақистанниң пайтәхти астанада 6 – нөвәтлик сүрийә музакирилири башланди.

806856
астанада сүрийә музакирилири башланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә, русийә, иран, америка, бирләшкән дөләтләр тәшкилати, ийорданийә, бәшшар әсәд һакимийити вә өктичи һәйәтләр оттурисидики икки тәрәплик вә үч тәрәплик учришишларниң дәсләпкиси түркийә, русийә вә ирандин техникилиқ һәйәтләрниң учришишлири билән башланди.

йиғин қатнашчилириниң мәлуматлириға қариғанда, йиғинниң асаслиқ күнтәртип маддисини идлиб вилайитидики тоқунушмаслиқ райониниң чәк – чегралирини бәлгиләш вә чегралар ичидә уруш тохтитиш келишимини иҗра қилиш  тәшкил қилидикән.

буниңдин башқа йәнә, бәшшар әсәд һакимийитиниң тутқунларни қойуп бериши вә өзара әсир алмаштуруш, мейитларни қайтуруп бериш, из – дерәксиз йоқап кәткәнләрни издәш тоғрулуқ қарар чиқириш қатарлиқ мәсилиләрму йиғинниң асаслиқ күнтәртип маддисини  тәшкил қилидикән.

түркийә һәйитигә ташқи ишлар министирлиқиниң муавин мәслиһәтчиси сәдат өнүл, русийә һәйитигә пирезидент путинниң сүрийә алаһидә вәкили алекдандер лаврентиев, иран һәйитигә муавин ташқи ишлар министири һүсәйин җабири әнсари башчилиқ қилмақта.

америкидин йиғинға ташқи ишлар министирлиқи йеқин шәрқ мунасивәтлиригә мәсул мәслиһәтчи вәкили дәйвид сатерфилд, ийорданийәдин болса ташқи ишлар министирлиқи мәслиһәтчиси наваф васфи тәл көзәткүчи сүпитидә иштирак қилмақта.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати сүрийә алаһидә вәкили ситафан де мистураму һәйәтләр ара учришишларни елип бериш үчүн астанада зийарәттә болмақта.

қазақистан ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, қатарму йиғиндин тунҗи қетим көзәткүчи сүпитидә орун алмақта икән.

бу арилиқта, һәрбий өктичиләр һәйитиму өзлири чүшкән меһмананида кеңәш йиғини өткүзди. өктичиләрниң вәкиллири йиғиндин кейин америка вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати һәйәтлири билән айрим - айрим көрүшиду.

асаслиқ йиғинниң ахбарат васитилириға йепиқ һаләттә ишқа ашурулидиған техникилиқ учришишларниң тамамлинишидин кейин әтә чүштин кейин башлиниши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر