америка башчилиқидики даешқа қарши һава һуҗумлирида нурғун пуқра өлди

сүрийәдә америка башчилиқидики иттипақдаш күчлириниң даешқа қарши һава һуҗумлирида 22 пуқра қаза қилди.

806890
америка башчилиқидики даешқа қарши һава һуҗумлирида нурғун пуқра өлди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәниң рәсмий хәвәр агентлиқи (SANA) ниң райондики шаһитларни мәнбә қилип хәвәр қилишичә, америка башчилиқидики иттипақдаш күчлириниң рәққә шәһиридә бир бинани бомбардиман қилиши нәтиҗисидә көпинчиси айаллар вә нарисидә балилар болуп, кәм дегәндә 11 киши қаза қилған, дир әззурниң шималидики шаһабат йезисидики һава һуҗумлирида болса 11 пуқра һайатидин айрилған.

мәлуматларға қариғанда, иттипақдаш күчлири сүрийәниң рәққә, дир әззур районлирида демократик сүрийә күчлириниң террорлуқ тәшкилати даешқа қарши елип бериватқан һәрбий һәрикәтлиригә йардәм бәрмәктә икән, дәмәшқ һөкүмити болса өзиниң мақуллини алмастин һәрикәт қиливатқанлиқи үчүн, иттипақдаш күчлириниң һуҗумлирини қанунсиз дәп қарайдикән.

2015 – йили тәшкил қилинған иттипақдаш күчлири өткән ай елан қилған байанатида, сүрийә вә ирақта даешқа қарши елип бериливатқан һәрбий һәрикәтләр башланғандин буйан кәм дегәндә 685 пуқраниң хата һалда өлтүрүлгәнликини иқрар қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر