шималий корейәниң йеңидин йадро бомбиси синақ қилишқа тәййарлиниватқанлиқи илгири сүрүлди

ахирқи қетим 3 – сентәбирдә йадро бомбиси синақ қилғандин кейин хәлқара җәмийәтниң еғир җазалириға учриған шималий корейәниң, йәнә бир қетим йадро бомбиси синақ қилишқа тәййарлиниватқанлиқи илгири сүрүлди.

807001
шималий корейәниң йеңидин йадро бомбиси синақ қилишқа тәййарлиниватқанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: америкидики җонс хопкинс университети мутәхәссислири, сүний һәмраһдин елинған фото – сүрәтләргә тайинип туруп, пийоңйаңниң йеңидин йадро бомбиси синақ қилишқа тәййарлиниватқанлиқини илгири сүрди. «The Telegraph» гезитиниң бу һәқтики хәвиридә көрситилишичә, мутәхәссисләр, 8 – сентәбирдә тартилған сүний һәмраһ фото – сүрәтлирини тәкшүрүш арқилиқ, 3 – сентәбирдики 6 – қетимлиқ синақ қилинған пуңгйе-ри йадро синиқи саһәсиниң җәнубидики (җәнубий дәрвазиси) қезиш – колаш үскүнилири билән йүк машинилирини ениқлап чиққан.

мутәхәссисләр йәнә, «ғәрбий дәрваза» дәп атилидиған йәнә бир йәр асти районидиму қошумчә паалийәтләрниң елип бериливатқанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر