америка қошма иштатлири сүрийәгә 59 башқурулидиған бомба арқилиқ һуҗум қилди

америка қошма иштатлири сүрийәниң һумус шәһиридики шәрйат һава армийәси базисиға 59 башқурулидиған бомба арқилиқ һуҗум қилди.

707705
америка қошма иштатлири сүрийәгә 59 башқурулидиған бомба арқилиқ һуҗум қилди
abd, suriye'yi vurdu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: америка сүрийә һөкүмитиниң шәйрат һава армийәси базисиға 59  Tomahawk  намлиқ башқурулидиған бомба атти, һуҗумда сүрийә армийәсиниң 4 әскири өлди.

 башқурулидиған бомбилар һумус әтрапидики шәйрат һава армийәси базисидики радарларни, бомбардиманчи айропиланларни, айропилан оқ – дорилирини, арқа сәп тәминати саһәлирини, айродурумдики учуш вә чүшүш йоллирини, май қачилаш понкитлирини, һава мудапиәси системилирини вә базиға аит биналарни нишан қилди.

башқурулидиған бомба һуҗуми америкиниң ақдеңиздики һәрбий парахотидин елип берилди.

америка пирезиденти трамп һәрбий һәрикәтләр һәққидә тохталғанда, бәшшар әсәд һакимийитиниң химийәлик қорал әшләткәнликидә қилчә гуман йоқлуқини, чүнки, һуҗум нишани қилинған базидиму химийәлик қоралларниң тепилғанлиқини, бу һуҗумниң сүрийә һөкүмитиниң хәлқара химийәлик қорал әһдинамилиригә көп қетим хилаплиқ қилғанлиқи үчүн елип берилғанлиқини ейтти.

бәшшар әсәд һакимийитиниң идлибтә мәсум балиларға қилчә рәһим қилмиғанлиқини хатириләткән трамп, мәзкур базиға һуҗум қилиш буйруқини биваситә өзиниң чүшүргәнликини тәкитлиди.

америка ташқи ишлар министири рекс тиллирсун сүрийәниң һава армийәси базисиға һуҗум қилиништин бурун русийә вә бир қисим иттипақдаш дөләтләргә хәвәр берилгәнликини билдүрди.

америка дөләт мудапиә министирлиқиму йәнә бир қетимлиқ буйруқ чүшүрүлгәнгә қәдәр һәрбий һәрикәтниң ахирлашқанлиқини җакарлиди.

муавин баш министир нуман қуртулмуш америкиниң мәзкур һәрбий базиға һуҗум қилишиниң сүрийә киризисини һәл қилиш йолида ташланған иҗабий вә әһмийәтлик қәдәм икәнликини  әскәртти һәмдә бу һәрбий һәрикәтниң тинчлиқниң ишқа ашурулушида түртклик рол ойнишиға тиләкдашлиқ билдүрүп мундақ деди: «бәшшар әсәд һакимийитини өз хәлқигә зийан йәткүзәлмәйдиған әһвалға чүшүрүп қойуш үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилати сүрийә һөкүмитигә түрлүк ембарголарни йүргүзүши лазим.»

исраилийә баш министири бенйамин нетенйаһу химийәлик қораллар мәсилисидә сүрийә һөкүмитигә наһайти күчлүк агаһландуруш бәргән трампниң һуҗум қарарини қоллайдиғанлиқини җакарлиди.

русийә болса бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишини бу һәқтә җиддий йиғин ечишқа чақирди.

иранму һуҗумни әйиблиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر