сүрийәдә әсәд қисимлири уруш тохтитиш келишимигә 358қетим бузғунчилиқ қилди

сүрийәдә әсәд қисимлири билән иран қоллап келиватқан қораллиқ күчләр уруш тохтитиш келишимигә 358 қетим бузғунчилиқ қилған.

661774
сүрийәдә әсәд қисимлири уруш тохтитиш келишимигә 358қетим бузғунчилиқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәдә бултур 30-декабирда йолға қойулушқа башлиған уруш тохтитиш келишими бәшшар әсәд һакимийити вә қоллиғучилири тәрипидин 358 қетим бузғунчилиққа учриди.

сүрийә инсан һәқлири тәшкилатиниң бу һәқтә елан қилған доклатиға асасланғанда, уруш тохтитиш келишими бир ай ичидә көпинчи һалларда бәшшар әсәд қисимлири вә әсәдни қоллайдиған террорчилар тәрипидин 366 қетим бузғунчилиққа учриған.

әсәд қисимлири вә иран қоллап келиватқан қораллиқ қисимлар уруш тохтитиш келишимигә һамада 108, һәләбтә 51, дәмәшиқтә 46, идлибтә 41, һумуста 37, дәрада 22, һасәкәдә 3, дәйр әз-зурда 1 қетим болуп җәмий 315 қетим бузғунчилиқ қилди. бу қилмишларда 24и бала болуп җәмий 95 пуқра билән 5 өктичи һайатидин айрилди.

доклатқа асасланғанда, әсәд һакимийитини қоллиған русийә қисимлириму идлибтә 25, һәләбтә 15, һамада 3 қетим болуп җәмий 43 қетим уруш тохтитиш келишимигә бузғунчилиқ қилди.

өктичиләр уруш тохтитиш келишимигә һәләб вә һамада болуп җәмий 8 қетим бузғунчилиқ қилған.

қазақистанниң пайтәхти астанада 23-йанвардин 24-йанварғичә өткүзүлгән сүрийә музакирилиридә түркийә, русийә вә иран қатарлиқ дөләтләр уруш тохтитиш келишимини қоғдаш үчүн үч тәрәп көзитиш миханизимиси бәрпа қилиш мәсилисидә пикир бирлики һасил қилишқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر