әсәд күчлири һәләбкә хлор газлиқ варил бомбиси ташлиди

әсәд һакимийити күчлири һәләб шәһириниң өктичиләрниң контроллуқи астидики җәзмәтли вә әрдһәмра районлириға «хлор газлиқ» варил бомбиси ташлиди.

616963
әсәд күчлири һәләбкә хлор газлиқ варил бомбиси ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: һәләбтики пуқравий қоғдиниш оргини мәсуллири, армийәниң бир тик учар айропиланиниң бомбилиқ һуҗумида әтрапқа йейилған хлор газиниң балиларни өз ичигә алған 13 адәмни зәһәрлигәнликини؛ зәһәрләнгүчиләрдә қусуш, нәпәс қисилиш вә баш айлиниш дегәндәк аламәтләрниң көрүлгәнликини уқтурди.

әсәд һакимийити күчлириниң һәләбниң өктичиләрниң контроллуқидики җайларға изчил түрдәк хлор газлиқ варил бомбилири билән һуҗум қилидиғанлиқини билдүрүшкән әмәлдарлар, «русийә вә әсәд һакимийити қисимлири бир һәптидин буйан изчил түрдә шәһәрниң өктичиләрниң контроллуқидики районларни бомбардиман қилмақта. пуқравий қоғдиниш хадимлири нәқ мәйданға баралмайватмақта» деди.

сүрийәдә йеқинқи бир һәптә ичидә һакимийәт күчлири тәрипидин қилинған, русийә һава армийәси йардәм қилған һуҗумларда, һәләб шәһәр мәркизиниң шәрқидә 361 пуқра һайатидин айрилди, 1210 пуқра йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر