америка: түрк хәлқи йаки әмәлдарлириниң немә ойлаватқанлиқини билмәймиз

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси җон кирбай, түркийәдә йүз бәргән һәрбий исйанға даир соалларға җаваб бәрди.

616225
америка: түрк хәлқи йаки әмәлдарлириниң немә ойлаватқанлиқини билмәймиз

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси җон кирбай, түрк хәлқидә шәкилләнгән «(15- ийул) һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитиниң арқисида дөлитиниң барлиқиға даир» қарашлар тоғрисида тохтилип, «түркийә хәлқи йаки әмәлдарлириниң немә ойлаватқанлиқини билмәймән» деди.

байанатчи кирбай, «һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитиниң арқисидики фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң каттибеши фәтһуллаһ гүләнниң америка қошма иштатлирида болуши түркийәдә америкиға қарши хаһишниң күчийишкә башлишиға сәвәб болған болуши мумкинму?» дегән соалға, буниң «сәвәбини билмәйдиғанлиқи» һәққидики қаришини тәкрарлиди.

һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити билән дөлитиниң алақисиниң йоқлуқини йәнә бир қетим тәкрарлиған кирбай, «америка даирилири болуш сүпитимиз билән түркийәни вә түркийәдики демократик йоллар билән сайланған һөкүмәтни қоллидуқ, қоллашни давамлаштуримиз» деди.

кирбай «пенсилванийәдә йашаватқан фәтһуллаһ гүләнниң америкидин қечиш мумкинчиликиниң барлиқи вә бу нуқтида һәр қандақ бир хәвпсизлик тәдбириниң йолға қойулуп қойулмиғанлиқи» тоғрисидики соалға җавабән, бу мәсилигә америка әдлийә министирлиқиниң қарайдиғанлиқини ишарәт қилди.

мухбирларни күтүвелиш йиғинидин кейин байанатчи кирбайға, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 15 – ийулдики һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитиниң йилнамиси вә униңдин кейинки наразилиқлар әкс әттүрүлгән «минутму минут фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити» намлиқ китаб һәдийә қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر