даеш 12 сақчини өлтүрди

террорлуқ тәшкилати даешниң ирақниң салаһидин вилайитигә қилған икки қетимлиқ һуҗумида 12 сақчи өлди, 23 и йариланди.

576347
даеш 12 сақчини өлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқиға қарашлиқ дөләт хәвпсизлик күчлиридин полковник газван әлҗубури анадолу агентлиқиниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, даеш милитанлириниң бәйҗи наһийәсидики әррәййаш контрол нуқтисиға һуҗум қилғанлиқини вә бу җәрйанда йүз бәргән тоқунушта 4 сақчиниң һайатидин айрилғанлиқини, бир даешчиниң уҗуқтурулғанлиқини ейтти.

бомба қачиланған аптомобил арқилиқ рәййаш контрол нуқтисидин өткән милитанларниң тикритниң мәркизидики әләқвас контрол нуқтисини партлатқанлиқини әскәрткән җубури вәқәдә 8 сақчиниң өлгәнликини, 23 иниң йариланғанлиқини қәйт қилди.

у йәнә, һуҗумдин кейин тикриттә җиддий һаләт елан қилинғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.

салаһидиндә даешниң шәһәрниң муһим наһийәлиридин чиқирилиши вә террорлуқ тәшкилатиниң қәләси һесаблинидиған әшширгатни азад қилиш үчүн хизмәт ишләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر