хитай һөкүмитиниң өзини махтитиш шәрмәндичилики оттуриға чиқти

«50 сент партийәси» гурупписиниң вәзиписи сәзгүр сийасий муназиләр җәрйанида һөкүмәтни махтап мәдһийәләш арқилиқ күнтәртиптики қиззиқ темини өзгәртиш икән.

496704
хитай һөкүмитиниң өзини махтитиш шәрмәндичилики оттуриға чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: хитай һөкүмитиниң иҗтимаий таратқуларда һөкүмәтни маңтайдиған учурларға пул бериватқанлиқи илгири сүрүлди.

һарвард университети тәтқиқатчилири хитай һөкүмити тәрипидин қурулған «50 сент партийәси» гурупписиниң иҗтимаий таратқуларда йилиға 448 милйон учур елан қилидиғанлиқини байқиди. 

тәтқиқатчиларниң билдүришичә, һәр бир тал учур үчүн хитай һөкүмити 50 сент һәқ төләйдикән. бу гуруппиниң вәзиписи хәлқниң диққитини йаман хәвәрләргә мәркәзлишип қелиштин тосуш вә сәзгүр сийасий муназиләр җәрйанида һөкүмәтни махтап мәдһийәләш арқилиқ күнтәртиптики қиззиқ темини өзгәртиш икән.

иҗтимаий таратқуларда адәттики пуқрадәк һәрикәт қилидиған бу алаһидә гуруппа әзалириниң көпинчиси дөләт органлирида ишләватқан мәмурлардин тәшкил тапқанлиқи ениқлап чиқилди.

тәтқиқатчилар, хитай һөкүмитини махташ үчүн хизмәт қиливатқан бу гуруппидики кишиләрниң иҗтимаий таратқулардики исимлири, адрислири вә фотосүрәтлириниму қолға чүшүргәнликини, бирақ шундақтиму һазирчә ашкарилимаслиқ қарари алғанлиқини билдүрди.

тәтқиқат гурупписиниң башлиқи академик алим гарри киң,  хитай һөкүмитиниң қандақтур бирәр һәрбий һуҗумдинму бәкрәк, заманиви турмушни өзлиригә нисбәтән тәһдит һесаблайдиғанлиқини ейтти.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر