27.08.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1698319
27.08.2021

түркийә авази радийоси: фирансийәдә чиқидиған «‹ле монде›  гезити» (Le Monde), фирансийә баш министири йен кастекисниң, фирансийәниң афғанистандин чекинишниң җүмә күни кәчтә ахирлишидиғанлиқини уқтурғанлиқини йазди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле фигаро› гезити» (Le Figaro), фирансийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә «ковид – 19» вируси сәвәбидин 110 кишиниң қаза қилғанлиқини, 2 миң 261 кишиниң йуқумланғанлиқини хәвәр қилди.

ийорданийәдә чиқидиған «‹әддустур› гезити», ийорданийәниң афғанистанда йүз бәргән террорлуқ һуҗумлирини әйиблигәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

әрәб вә ингилиз тиллирида чиқидиған «‹әлқудсул әрәби› гезити», америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң, кабулда йүз бәргән һуҗумларниң җавабкарлириға тәһдит селип қилған, «изиңларға чүшимиз вә силәргә бәдәл төләткүзимиз» дегән сөзлирини нәқил кәлтүрди.

қатарда чиқидиған «‹әррайәл қәтәриййә› гезити», «қатар кабул айродуруми һуҗумлирини әйиблиди вә һуҗумларда һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүрди» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

германийәниң «‹Bild.de› хәвәрләр тори», афғанистандики партлашта 13 америка әскириниң өлгәнликини, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң террорчиларға: «силәр билән уруш қилимиз» дегәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «‹шпийгел.де› хәвәрләр тори» (Spiegel.de), афғанистандики партлаштин кейин, америка қошма иштатлирида байрақларниң йерим чүшүрүлгәнликини йазди.

германийәдә чиқидиған «‹ханделсблат› гезити» (Handelsblatt), йавропа мәркизиий банкисиниң, йавро районида оттура мәзгилдә йүксәк сәвийәдә пул пахаллиқиниң оттуриға чиқиш еһтималлиқиниң барлиқини билдүргәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

русийәниң «‹р б к› телевизийәси» RBK, русийә сәһийә министирлиқиниң, «ковид – 19» йуқумиға қарши рус 5 – ваксинисиниң ишлитишини тәстиқлиғанлиқини көрүрмәнлириниң диққитигә сунди.

русийәдә чиқидиған «‹коммерсант› гезити» (Kommersant), қазақистанда бир һәрбий базида йүз бәргән партлашта 4 кишиниң қаза қилғанлиқи, 90 кишиниң йариланғанлиқини йазди.

испанийәдә чиқидиған «‹ел паис› гезити» (El País), испанийәниң афғанистандин тарқақлаштуруш паалийәтлирини мушу җүмә күни тамамлашни пиланлаватқанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

испанийәдә чиқидиған «‹ел мундо› гезити» (El Mundo), «америка қошма иштатлири, кабул айродурум қәтлиамидин кейин, техиму көп даеш һуҗумлириға қарши тәййарланмақта» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлири билән ортақлашти.

венезуелада чиқидиған «‹телесур› гезити», (TeleSur), кубада «ковид – 19» йуқумиға қарши тәхминән 12.9 милйон шешә ваксина әмләнгәнликини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر