26.08.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1697737
26.08.2021

фирансийәдә чиқидиған «‹ле монде›  гезити» йавропа кишилик һоқуқ сотиниң фирансийәдики от өчүрүш хадимлириниң ковид-19 ваксиниси билән мәҗбури  әмлинишни бикар қилиш тәлипини рәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле фигаро›  гезити», фирансийәдә өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимиға қарита елип берилған рай синашқа асасланғанда, марине лепен вә еммануел макронниң алдинқи орунда икәнликини хәвәр қилди.

фирансийәниң «‹France 24› телевизийә қанили», париж сант герман тәнтәрбийә баш назарәтчиси леонардо аравҗониң келйан мибаппе үчүн «йақ» дегәнликини, әмма у кәтмәкчи болса, уни тутувалмайдиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

қатарниң «әлҗәзирә телевизийә қанили», милйонлиған афғанистан пуқрасиниң ачарчилиқ гирдабиға берип қалғанлиқини, дунйа йемәклик программисиниң агаһландуруш елан қилғанлиқини, дунйа сәһийә тәшкилатиниң болса, афғанистандики ковид-19 йуқумини музакирә қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

ийорданийәдә чиқидиған «‹әддустур› гезити»,  дунйа сәһийә тәшкилатиниң «ковид-19 ниң тарқилиш нисбити муқимлишишқа башлиди» дегәнликини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «‹әррайәл қәтәриййә› гезити»,  қатарниң афғанистандики дипломатик тиришчанлиқини күчәйтиватқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹El Pais› гезити», испанийә баш министири педро санчез вә шималий африқидики испанийә земини сеута аптонум шәһириниң башлиқи җуан җосе вивасниң өзара учришиштин кейин, сеута шәһиригә кәлгән маракәшлик балиларниң қайтурулиши үчүн тездин һәрикәт қоллиниш қарари елишқанлиқлирини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹El Mundo› гезити», испанийәдики йеңи оқуш йилида оқуғучиларниң дәрскә көп қатнишишини ишқа ашуридиған вә қур арилиқини ашурушқа капаләтлик қилинидиғанлиқини хәвәр қилди.

венезуелада чиқидиған «‹TeleSur› гезити»,  кубадин кәлгән йеңи давалаш әтритиниң һайтида йәр тәврәшниң тәсиригә учриған районлардики сағламлиқ мулазимитигә қатнашқанлиқини хәвәр қилди.

 «германийә авази радийоси», германийә баш министири ангела меркелниң афғанистандики мәпәәтлирини қоғдаш үчүн талибан билән болған сөһбәтни давамлаштуруш керәкликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «‹TASS› агентлиқи, русийә мутәхәссислириниң қаришичә, камчатка йерим арилидики шивлуч йанар теғиниң һәрикәтлиниватқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «‹TASS› агентлиқи, русийә дөләтлик авиатсийә вә аләм қатниши идариси (Roskosmos) ниң рәиси димитрий рогозинниң 5-өктәбирдә өткүзүлмәкчи болған «Soyuz MS-19» аләм кемисини қойуп бериш мурасимиға елон маск, ричард брансон вә җеф безосни тәклип қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «<RBK > гезити », тарқақлаштуруш үчүн афғанистанға әвәтилгән 4 русийә айропиланиниң подмосковий айродуромиға қонғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر