24.08.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарланған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1696349
24.08.2021

түркийә авази радийоси: қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң афғанистан тоғрисида зор дипломатик тиришчанлиқларни көрситиватқанлиқини хәвәр қилди.

умманда чиқидиған «әл вәтән гезити», афғанистандики кабул айродурумида чиққан қалаймиқанчилиқта нурғун кичик балиларниң җенидин айрилғанлиқини вә нурғун балиларниң из-дерәксиз ғайип болғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, афғанистандики германийәлик вә йәрлик хадимларни тарқақлаштуруш хизмәтлириниң кечикиши сәвәбидин тәнқидкә учриған германийә дөләт мудапиә министири анегрет камп кағинбаваниң (Annegret Kramp-Karrenbauer), «мәсулийәтни үстигә елишқа тәййар икәнлики» ни ейтқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «тагесшав.де» тори (Tageschau.de), америка билән германийәниң җиддий әһвалларда панаһлиниш мәркәзлирини қурушни пилан қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, афғанистандин тарқақлаштурулған тәхминән 4 миң кишиниң бавйера вә ғайинланд фалздики (Rheinland-Pfalz) америка һәрбий базилириға вақитлиқ орунлаштурулуши мумкинлики қәйт қилинди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), фирансийәгә елип берилған бәш афғанистанлиқниң талибанға четишлиқ икәнлики илгири сүрүлүп тутулғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле парисийин гезити» (Le Parisien), фирансийә сәһийә министири веранниң байанат елан қилип, сентәбир ейи (2021) дин башлап 65 йаштин йуқири кишиләргә үчинчи шишә вухән вируси (Kovid-19 ) ваксинаси әмлинишиниң мумкинликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «росисийискайа гезити» (Rossiyskaya), русийә ташқи ишлар министирлиқиниң, «русийә газ йәткүзүштә украина земинидин пайдиланмай турупму нишаниға йетәлиши мумкин» дәп байанат елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

«р б к телевизийәси» (RBK), 2021-йилиниң йанвар ейидин ийул ейиғичә болған мәзгилдә, түркийәгә 1.55 милйондин артуқ русийәлик сайаһәтчиниң кәлгәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), испанийәдә мәктәпләрниң сентәбир ейида толуқсиз оттура вә толуқ оттура мәктәп оқуғучилириниң йеримини вухән вируси ваксинаси билән әмләш сайисида оқуш башлайдиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел мундо гезити» (El Mundo), американиң файзер (Pfizer) вә бийонтек (BioNTech) ваксинасини толуқ тәстиқлиғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر