23.08.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1695707
23.08.2021

түркийә авази радийоси: фирансийәниң «‹France 24› телевизийә қанили», фирансийәдә мәктәпләрниң 2-сентәбир ечилиши билән тәң, оттура вә толуқ оттура мәктәп оқуғучилирини өз ичигә алған вухән вируси ваксина әмләш сәпәрвәрликиниң башлинидиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле монде› гезити» фирансийәдә сағламлиқ кенишкисигә қарши намайишларниң 6 һәптидин буйан давамлишиватқанлиқини, ички ишлар министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, фирансийә миқйасидики намайишларға 175 миң 500 дин артуқ киши қатнашқан.

фирансийәниң «‹France 24› телевизийә қанили», һайтида йүз бәргән йәр тәврәштин кейин қаза қилғанлар саниниң 2200 гә йәткәнликини, әмма чиқим көрсәткүчи еғирлишип, инсанпәрвәрлик йардәмләрниңму районға йәткүзүлүшиниң тәскә тохтаватқанлиқини хәвәр қилди.

умманда чиқидиған «‹әл вәтән› гезити», афғанистандики тарқақлаштуруш хизмәтлириниң пүтүн дунйани мәшғул қиливатқанлиқини, хәлқара йемәклик тәшкилатиниң йәнә бир апәт йүз берип қилиши мумкинлики һәққидә агаһландурғанлиқини хәвәр қилди.  

ирақта чиқидиған «‹әззаман› гезити», ирақ баш министири мустапа әлқазиминиң күвәйттә зийарәттә болуватқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң ‹Tagesschau.de› хәвәрләр тори», германийәниң нурғун шәһәрлиридә өткүзүлгән намайишларда миңлиған афғанистанлиқ панаһланғучиниң германийәгә панаһланғучи сүпитидә қобул қилиниши керәкликини тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

«германийә авази радийоси», германийәдә йуқумниң төтинчи долқуниниң башланғанлиқини, вухән вируси билән йуқумлиниш нисбитиниңму ашқанлиқини, нурғун районларда ваксина әмләнгән, йаки йуқумлинип сақийип болған вә йаки тәкшүрүштә мәсилә көрүлмигәнләрниңла йепиқ районларға кирәләйдиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «‹Focus.de› хәвәрләр тори», австрийә баш министири себастийан курзниң «афғанистандин дөлитимизгә кәлгән панаһланғучиларни қобул қилишни халимаймиз, болупму мениң һакимийәт мәзгилимдә һәргиз ундақ болмайду» дегәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «TAS» агентлиқи, украина пирезиденти владимир зеленскийниң көчмә хәвәрлишиш ширкити Rostelekom ниму өз ичигә алған бир қанчә русийә ширкәтлириниң паалийитини тормузлаш қарарнамисиға имза қойғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «‹RIA Novosti› агентлиқи», русийә ташқи ишлар министири сергей лавровниң, «шималий еқим -2 лайиһәси йавропаниң енергийә бихәтәрликини нәччә он йил күчәйтиду» дегәнликини хәвәр қилди

русийәниң «известийа гезити», русийә ташқи ишлар министирлиқиниң қисқа вақит ичидә русийәниң хәлқара банка системиси SWIFT тин чиқирип ташлиниш хәвпиниң йоқлуқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹El Pais› гезити», америка пирезиденти җо байдинниң афғанистандин тарқақлаштуруш хизмәтлиригә йардәм бәргәнлики үчүн испанийәгә рәһмәт ейтқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹El Mundo› гезити», йеқинда испанийәдә елип берилған бир тәтқиқатта байқилишичә, вухән вируси сәвәбидин балиларда көрүлгән йуқири қизитма аламәтлириниң T һүҗәйрисиниң аҗизлиқидин келип чиққанлиқини хәвәр қилди.

 венезуелада чиқидиған «‹El Nacional› гезити», венезуела бирләшмә дохтурлар гурупписи, һазирму хитайдин нурғун ваксинаниң кәлгәнликини вә мәсулларниң буни тохтиталмиғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر