06.08.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1686733
06.08.2021

түркийә авази радийоси: әрәб вә ингилиз тиллирида чиқидиған «‹әлқудсул әрәби› гезити», «америка қошма иштатлирим иранниң йеңи пирезидентигә, <дипломатийә пурситини чиң тутуң> тәриқисидә сигнал бәрди» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

қатарда чиқидиған «‹әррайәл қәтәриййә› гезити», фирансийә тәрипидин чақирилған «ливанни қоллаш конферанси» да 370 милйон долларлиқ йардәм топланғанлиқини йазди.

қатарниң «‹әлҗәзирә› телевизийә қанили» (Al Jazeera), муну учурларға орун аҗратти:

афғанистанда талибан йеза – қишлақлардин кейин шәһәрләрни нишан қилмақта.  бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши йиғин чақириду, хәлқара җәмийәт болса уруш тохтитишни ишқа ашуруш үчүн наһайити зор тиришчанлиқ көрситиду.

испанийәдә чиқидиған «‹ел паис› гезити» (El País), испанийәдики 5 аптоном районниң, йашанғанлар санаторийәлиридики ишчи-хизмәтчиләргә қарита ваксина әмләш вә һәптидә икки қетим тәкшүрүшниң мәҗбурий елип берилишини ойлишиватқанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

испанийәдә чиқидиған «‹ел мундо› гезити» (El Mundo), барселона путбол кулубиниң, мессиниң буниңдин кейин мусабиқиләргә қатнашмайдиғанлиқини билдүргәнликини йазди.

венезуелада чиқидиған «‹телесур› гезити», (TeleSur), гватемалада пирезидент алеҗандро гиамматтениң вәзиписидин истепа бериши үчүн өткүзүлүватқан кәң көләмлик наразилиқ намайишлириниң давамлишиватқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «‹Deutsche Welle› хәвәрләр тори», германийәдики һәр 10 ширкәттин 9 иниң тор һуҗумиға учраватқанлиқини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

германийәниң «‹Welt.de› хәвәрләр тори», исраилийә һава армийәсиниң ливандики нишанларни бомбардиман  қилғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

русийәниң «‹тасс› агентлиқи» (TASS), украина пирезиденти владимир зеленискиниң, донбас райони аһалилириға русийә паспорти берилиши сәвәблик русийәни хәлқара қанунни дәпсәндә қилиш билән әйиблигәнликини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «‹известийа› гезити» (Izvestiya), муну учурларға орун аҗратти:

америка қошма иштатлири пуқралирини русийәгә сайаһәт қилмаслиқ тоғтисидики тәвсийәсини давамлаштурмақта. америкалиқлардин болупму шималий кавказ райони вә қиримға бериштин сақлиниши тәләп қилинмақта.

русийәниң «‹рийа новости› агентлиқи» (Ria Novosti), русийә ташқи ишлар министирлиқиниң, йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң русийәдә өткүзүлидиған омумий сайламларға көзәткүчи әвәтиш қараридин әпсуслинидиғанлиқини билдүргәнликини йазди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле фигаро› гезити» (Le Figaro), «америка қошма иштатлирида гуантанамо түрмисиниң тақилиши үчүн демократлар  җо байдинға бесим ишләтмәктә» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлири билән ортақлашти.

фирансийәниң  «‹24-франс› телевизийә қанили» France 24, «от өчүрүш хадимлири атина дәрвазилириға йеқинлишиватқан дала от апәтлиригә қарши күрәш қилмақта» сәрләвһилик хәвирини көрүрмәнлириниң диққитигә сунди.

белгийәдә чиқидиған «‹ле соер›  гезити» Le Soir, «барселонада бир дәвр ахирлашти: лионел месси командидин айрилди» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлири билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر