29.07.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1682177
29.07.2021

германийәдә чиқидиған «‹Frankfurter Allgemeine Zeitung› гезити», америка дора магнати «Pfizer» ширкити билән «BioNTech» ширкити бирликтә тәтқиқ қилип йасап чиққан ковид-19 ваксинисиниң сода мөлчәрини %29 өстүрүп, 33 милйард 500 миң долларға чиқарғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң ‹Sueddeutsche. Zeitung› гезити»,  рок музика әтрити (ZZ Top) ниң қурғучи әзаси дастий һилниң 72 йешида тексасдики өйидә аләмдин өткәнликини хәвәр қилди.

«германийә авази радйоси» тәхминән 13 миңға йеқин тәтқиқатчиниң келимат кризисиниң нөвәттики вәзийити сәвәбидин җиддий һәрикәт қоллинишқа чақириқ елан қилғанлиқини хәвәр қилди

әрәб вә ингилиз тиллирида чиқидиған «‹әлқудсул әрәби› гезити», тунис пирезиденти қәйс сәидниң сөһбәт программиси чәклимиси сәвәбидин дөләт телевизийәси баш дериктори лесад дахишни вәзиписидин елип ташлиғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «‹әррайәл қәтәриййә› гезити», һәр йили 30 түрк оқуғучиға қатар университетида оқуш мукапат пули берилидиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹El Pais› гезити», ливандики 10 миң 200 тинчлиқ сақлаш әскиригә испанийәниң үчинчи қетим қоманданлиқ қилишни паланлиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹El Mundo› гезити», йавропа иттипақи фондлириниң районларға көрә тәқсимлинишиниң аптоном районлар билән һөкүмәт оттурисида һазирдин башлапла тунҗи тоқунушни пәйда қилғанлиқини, һөкүмәтниң тәқсиматни тәнқид қилған аптоном районларға аҗритилған мәбләғләрни қайтуривилиш билән тәһдит селиватқанлиқини хәвәр қилди

венезуелада чиқидиған «‹TeleSur› гезити», еквадор дөләтлик маарипчилар җәмийити (UNE) ға әза оқутқучиларниң алдинқи парламент мақуллиған мәдәнийәтләр ара маарип қануниға киргүзүлгән өзгәртишләргә риайә қилиниши керәкликини тәләп қилип намайиш өткүзүватқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «<Lenta.ru> хәвәрләр тори», америка кеңәш палатасиниң 12 җумһурийәтчи әзасиниң һөкүмәткә 2 - шималий еқим лайиһәси тоғрисида ултиматом тапшурғанлиқини, малийә министири җанет йелленға йолланған мәктубта, әгәр лайиһәгә мунасивәтлик ембарголар иҗра қилинмиса вә һөкүмәтниң бу лайиһәгә тутқан позитсийәси өзгәрмисә, малийә министирлиқидики тәйинләшләрниң рәт қилинидиғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «‹RIA Novosti› агентлиқи», америка пирезиденти җо байдинниң түнүгүн ақсарайда белорусийә өктичилириниң рәһбири светлана тихановискайа билән көрүшкәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «‹Regnum› агентлиқи»,  росийә айал тәнһәрикәтчилириниң йапонийәдә өткүзүлгән олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә қолвақ һәйдәш түри бойичә күмүш медалға еришкәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле парисен›  гезити», (фирансийә президенти) еммануел макронниң уни гитлергә охшитип пилакат йасиған киши үстидин җинайи ишлар мәһкимисигә әрз сунғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле фигаро›  гезити», (фирансийәдә) түрмиләрдә 1-ийулғичә болған һесаб бойичә 68 миңға йеқин мәһбус барлиқини вә мәһбуслар саниниң бир йилда %15.7 ашқанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле монде›  гезити», пегасус җасуслуқ йумшақ детали мәсилисидә, исраилийәниң вәқәгә җиддий муамилә қилғанлиқи һәққидә фирансийәгә капаләт бәргәнликини вә париж  даирилиниң изһат күтиватқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر