27.07.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1680842
27.07.2021

түркийә авази радийоси: фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), париж билән лондонниң манш деңизи қатнишида террорлуққа қарши күрәш һәмкарлиқини күчәйтидиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), фирансийә пирезиденти макронниң вухән вируси ваксинаси әмләшни рәт қилғанларни «мәсулийәтсизлик» вә «шәхсийәтчилик» қилиш билән әйиблигәнликини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, түркийәдә йуқумдин кейин әмәлгә ашурулған катта лайиһәләрниң, чәт әлликләрниң өй-земин сетивелиш тәлипини ашурғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, бу йил (2021) 50 миң өйниң сетилип, рекорт йаритилишниң күтүлүватқанлиқи билдүрүлди.

германийәниң «az.net» тори, күз пәслидә вабада төтинчи долқунниң йүз беришини күтүватқан германийәдә, ваксина әмләтмигәнләрниң әркинликигә чәклимә қойуш пикриниң муназирә пәйда қилғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «тагесшав.де» тори (Tagesschau.de), йавропада вухән вируси чәклимилиригә қарши намайишларниң қайтидин улғийишқа башлиғанлиқини хәвәр қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», б д т ниң тунис мәсуллири билән зич алақидә икәнликини елан қилғанлиқини, йавропа иттипақиниң асасий қанунға «һөрмәт қилиш» қа чақирғанлиқини хәвәр қилди.

«әлҗәзирә қанили» америка пирезиденти җо байдин билән ирақ баш министири мустафа әлказиминиң, ирақтики америка һәрбий қисимлириниң йил ахириғичә (2021) чекинидиғанлиқи тоғрисидики хәвәләрни тоғрилиға нлиқини хәвәр қилди.

ийорданийәдә чиқидиған «әддәстур гезити», ийорданийәниң тунистики вәзийәтни йеқиндин көзитиватқанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә гезити», қатарниң қериндаш дөләт тунисниң муқимлиқини қоғдишини үмид қилидиғанлқини хәвәр қилди.

русийәниң «REN» телевизийәси, русийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси марийа захарованиң американи ирақ, ливийә вә сүрийәдики излирини тазилашқа тәклип қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «рийа новости агентлиқи» (RİA Novosti), русийә баш министири михаил мишустинниң курил араллирида әркин таможна райони сийаситини йолға қойуш пиланлирини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), русийәлик тәнһәрикәт маһири йевгени рилов (Yevgeni Rılov) ниң, йапонийә пайтәхти токйода өткүзүлүватқан олимпик мусабиқилиридә, 100 метирға кәйничиләп су үзүштә йавропа рекортини бузуп, алтун медалға еришкәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), испанийәдә вухән вирусиниң бәшинчи долқуни сәвәбидин йуқумлинип җенидин айрилғанларниң санида икки һәптидә үч һәссә көпәйгәнликини хәвәр қилди.

испанийәниң «әфә агентлиқи» (EFE), испанийәдики вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләрниң %68 ниң делта варийанти икәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر