16.06.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1658971
16.06.2021

түркийә авази радийоси: германийәниң «‹з д ф.де › хәвәрләр тори» (zdf.de), «германийәдә ‹ковид – 19› йуқуми мәзгилидә ашқун оңчиллиқ еқими әвҗ елип кәтти» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

германийәниң «‹Deutsche Welle› хәвәрләр тори», йавропа иттипақида елип берилған бир рай синаш нәтиҗисигә қариғанда, көп сандики йавропалиқларниң «дөләтлиримиздә чириклик қилмишлири көпийип кетиватиду» дәп ойлайдиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «‹ ard.de› хәвәрләр тори», германийәдә пул пахаллиқиниң йеқинқи 10 йилдин буйанқи әң йүксәк сәвийәдә икәнликини йазди.

ийорданийә чиқидиған «‹әддустур› гезити», «қуддуста (ашқун оңчил йәһудийларниң) байрақ намайиши, нефтали беннет рәһбәрликидики исраилийә һөкүмитиниң тунҗи имтиһани» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлири билән ортақлашти.

әрәб вә ингилиз тиллирида чиқидиған «‹әлқудсул әрәби› гезити», исраилийәниң ғәззә районини бомбардиман қилғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

қатарда чиқидиған «‹әррайәл қәтәриййә› гезити», «әрәб әллири иттипақиға әза дөләтләр ташқи ишлар министирлири, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишини нәһдә дамбиси мәсилисигә алақидар өзгиришләр һәққидә җиддий кеңәш йиғини ечишқа чақирди» сәрләвһилик хәвирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле фигаро› гезити» (Le Figaro), «ковид – 19» йуқуминиң америка қошма иштатлирида 2019 – йили оттуриға чиққанлиқини йазди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле парисийин› гезити» (Le Parisien), фирансийә баш министири йен кастексниң карантин муддитиниң ахирлашқанлиқини, шуңа униң министирлар кеңишиниң паалийәтлиригә қатнишалайдиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «‹лента.ру› хәвәрләр тори» (Lenta.ru), сайт петерсбург университетида вәзәпә өтәватқан алимларниң, «русийәдә ийул ейиниң оттурилири <ковид – 19»> вируси билән йуқумланғучилар санида адәттин ташқири дәриҗидә ешиш көрүлиду» дәп қарайдиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «‹тасс› агентлиқи» (TASS),  төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

русийә пирезиденти виладимир путинниң байанатчиси дмитри песков, русийә билән америка қошма иштатлири оттурисидики дийалог кәмчилликиниң сабиқ совет иттипақи дәврикидинму көп икәнликини, һалбуки, һәл қилинишқа тегишлик мәсилиләрниң наһайити көпликини ейтти.

русийәдә чиқидиған «‹известийа› гезити» (Izvestiya), муну учурларға орун аҗратти:

америка қошма иштатлириниң сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейо, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң, русийә пирезиденти виладимир путин билән 16 – ийун күни (бүгүн) ишқа ашуридиған көрүшүшидин кейин қошма ахбарат елан қилиш йиғиниға қатншиишни халимаслиқиниң, униң аҗизлиқиниң испати икәнликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر