10.06.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1655344
10.06.2021

германийә авази радийоси, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән америка пирезиденти җо байдинниң 14-ийун бирйусселда өткүзүлидиған тунҗи қетимлиқ йүзтуранә учришишиға аз қалғанлиқини тәкитләп, «вашингитон – әнқәрә – бирйуссел оттурисида тарихи әһмийәткә игә дипломатик сөһбәт мусаписи елип берилмақта» сәрләвһилик хәвәр елан қилди.

германийәниң ‹tagesschau.de› хәвәрләр тори»,  германийәниң хесен өлкисидә, ирқчилиқ учур гурупписидики йазмиларни һәмбәһирләш гумани билән 20 сақчиниң өй вә хизмәт орунлирида ахтуруш елип барғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң ‹Handelsblatt.com› хәвәрләр тори»,  дунйадики әң чоң аптомобил билән тәминлигүчи ширкәт «Bosch» ниң германийәдә 1 милйард йавро мәбләғ селип, аптомобиллар үчүн өзәк ишләпчиқириш завути қурғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәниң «‹France 24› телевизийә қанили»,  «йалғузлаштуруш һәрикитиму йаки техиму чоңқур ғәзәпниң ипадисиму? фирансийә пирезиденти емманел макронға тәстәк уруш вәқәси фирансийәдә бөлүнүшкә сәвәб болди» сәрләвһилик хәвәр елан қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле монде›  гезити» америка пирезиденти җо байдинниң америка билән йавропаниң иттипақлашқанлиқини русийә пирезиденти виладимир путин билән хитайға билдүрүп қойушни халайдиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле матин›  гезити», шивейетсарийәниң җәнвә шәһиридә бәзгәк кесилидә кишини чөчүтидиған дәриҗидә өрләш көрүлгәнликини хәвәр қилди.

қатарниң «әлҗәзирә телевизийә қанили», ишғалийәт астидики пәләстин земинида йәһудий аққунларниң иғвагәрчилики күчәйгәнликини вә вашингтонниң тинчлиқ чақириқида болғанлиқини хәвәр қилди.

«әлҗәзирә телевизийә қанили» йәнә,  сүрийәниң һәсәкә районида чарлаш аптомобилини нишан қилған партилашта, бир нәпәр русийә әскири өлүп, үч нәпәр русийә әскириниң йариланғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «‹әррайәл қәтәриййә› гезити», пәләстиндики бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсанпәрвәрлик маслаштурғучи мәсули лин хастиңсниң хәлқара җәмийәт вә органларни ғәззә хәлқигә техиму көп йардәм беришкә чақирғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹El Mundo› гезити», испанийәдики мутәхәссисләр нурғун кишиләрниң ковид-19 йуқумини кесәллик аламити көрсәтмәстин йеңидиған генға игә икәнликини байқиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹El Pais› гезити», испанийә чегра шәһири сеутадики көчмәнләр кризисида йавропа парламентиниң маракәшниң хата икәнликини җакарлиғанлиқини хәвәр қилди.

венезуелада чиқидиған «‹El Nacional › гезити», перудики сайламда уттуруп қойған кәйко фуҗимориниң 200 миңға йеқин беләтниң бикар қилинишини тәләп қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «‹Gazeta.ru› хәвәрләр тори», русийә билән түркийә оттурисидики айропилан қатнашлириниң 7-айда башлиниши мумкинликини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «‹комсомолскайа правда› гезити», русийә пирезиденти виладимир путинниң «мениң украина пирезиденти виладимир зеленский билән сөзлишидиған нурғун ишлирим бар, русийә билән украина мунасивитидә нурғун мәсилиләр җуғлинип қалди» дегәнликини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «‹россискайа› гезити», москва шәһәрлик сот мәһкимисиниң русийә өктичиси алексей навалнийниң илкидики мәбләғни «ашқун, радикал» дәп елан қилиш арқилиқ бикар қилғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر