21.05.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарланған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1643115
21.05.2021

түркийә авази радийоси: германийә авази радийоси бийонтек ваксинасини тәтқиқ қилип йасиған пирофессор доктор уғур шаһинниң түркийәгә ийун ейи (2021) ниң ахириғичә 30 милйон ваксина, сентәбир ейиниң ахириғичә болса җәмий 120 милйон ваксина сетип беридиғанлиқлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «зүддайчә зәйтуң гезити» (Süddeutsche Zeitung), германийә йардәм тәшкилатлириниң вухән вируси(Kovid-19) дунйа миқйасида чоңқурлаштурған ачарчилиқ мәсилисидә агаһландуруп, хәлқаралиқ һәмкарлиқни чақириқ қилғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «з д ф.де» тори (zdf.de), дунйа сәһийә тәшкилатиниң бүгүнгичә тәстиқланған вухән вируси ваксиналириниң, вирусниң һәммә варийантлириға қарши үнүминиң йуқири икәнликини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», пәләстин ташқи ишлар министири рийад әл маликиниң б д т ға хитаб қилип: «бәзилиримиз бәзи пәләстинлик аилиләрниң пүтүнләй өлтүрүлүшигә җимҗит қарап турған болса, бир исираилийәликниң өлтүрүлүшини әйибләштә қандақ бәслишиватқанлиқини көрүватимиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«әррайә әлқатарийә гезити», «исираилийәниң пәләстинликләргә қилғини уруш җинайитидур» сәрләвһисидә хәвәр елан қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), манш деңизида онларчә мусапирниң қутқузувелинғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), фирансийәдә 31-май (2021) дин башлап вухән вируси (Kovid-19) әмләш сәпәрвәрлик һәрикити даирисиниң кеңәйтилидиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле парисийин гезити» (Le Parisien), йавропа ваксина паспорти мәсилисидә, йавропа парламенти әзалири билән йавропа иттипақиға әза дөләтләр оттурисида келишим һасил қилинғанлиқини хәвәр қилди.

чилида чиқидиған «ла терсера гезити» (La Tercera), аргентиналиқ путболчи марадонаниң өлүмигә мунасивәтлик йәттә кишиниң «қәстән һалда өлүмгә сәвәб болуш» җинайити билән әйибләнгәнликини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «коммерсант гезити» (Kommersant), русийә пирезиденти владимир путинниң бәзи дөләтләрниң сибирийәдики байлиқларниң йалғуз русийәгила тәвә болушидин биарамлиқини тилға алғанлиқиға җаваб берип: «русийәдин бирәр парчә йуливалмақчи болғанларниң чишини, иккинчи чишливалмисун дәп төкүветимиз» дегәнликини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), америка кеңәш палатасиниң бир гуруппа әзалириниң, пирезидент байдинниң русийә тәрипидин йасиливатқан «2-шималий еқим» туруба йоли лайиһәсигә қарши йолға қойулған ембаргони әмәлдин қалдуруш қарарини әйибләп, ембаргони қайта йолға қойидиған бир қанун тәклип лайиһәсини сунғанлиқини хәвәр қилди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر