16.03.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1602165
16.03.2021

түркийә авази радийоси: германийә авази радийоси, нурғун дөләтләрдә астразенека ширкити ишләпчиқарған вухән вируси ваксинасини әмләш тохтитилғандин кейин, германийәдиму мәзкур ваксинани әмләшниң тәдбир мәқситидә тохтитилғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «тагесшав.де» тори (tagesschau.de), паскалйа дәм елишиниң йеқинлишиши билән, испанийәниң малака арилиға алдин тизимлитиш йуқири пәллигә чиққан германийәдә, һөкүмәтниң ваба сәвәбидин сайаһәт қилмаслиқни тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ла вангуардийа гезити» (La Vanguardia), пабло иглесийас (Pablo Iglesias) ниң һөкүмәттики муавин баш министирлиқ вәзиписидин айрилип, мадрид аптоном һөкүмити сайламлирида намзат болғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El Pais), йавропа иттипақида һәр хил қан уйушуш кесәлликлириниң көрүлүши билән, испанийәдиму астразенека ширкити йасиған вухән вируси (Covid-19)  ваксинасини әмләшниң тохтитилғанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «инфобийә гезити» (Infobae), дунйа сәһийә тәшкилатиниң һәр қайси дөләтләрни астразенека ваксинасини әмләшни давамлаштурушни тәшвиқ қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

әлҗәзирә телевизийәси, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң америка пирезиденти җо байдинни вәдисидә турушқа чақирғанлиқини вә сүрийә ички урушини ахирлаштуруш үчүн үч хил пилан сунғанлиқини хәвәр қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», ирақтики америка һәрбий базисиға катуша оқлириниң чүшкәнликини хәвәр қилди.

«әррайә әлқатариййә гезити», қатарниң сүрийәдә һәқиқий вә кәң даирилик сийасий өткүнчи вәзийәтниң йаритлишини чақириқ қилғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde) парижни қайтидин карантин қилиш мәсилисиниң, пирезидент макронни һәрикәткә өтүшкә қиставатқанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), әнглийәниң соғуқ уруштин кейин тунҗи қетим йадро иқтидарини күчәйтидиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «рийа новости агентлиқи» (RİA Novosti), русийәниң америка зайомлириға селинған мәбләғни 6 милйард 145милйон долларға чиқарғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «регнум гезити» (Regnum), русийәдә икки кишидә вухән вирусиниң җәнубий африқада көрүлгән түриниң байқалғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر