02.03.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримз төвәндикичә:

1593405
02.03.2021

түркийә авази радийоси: «әлқуддус әләрәби гезити», әрәб бирләшмә хәлипиликиниң тунҗи исираилийә әлчиханисиға баш әлчилик вәзиписигә тәйинләнгән муһәммәд мәһмут әл һаҗаниң ишәнч мәктубини исираилийә пирезиденти рейувен ривлин (Reuven Rivlin) ға тапшурғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған« ле фигаро гезити» (Le Figaro), фирансийә пирезиденти макрон билән түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң синлиқ көрүшидиғанлиқини хәвәр қилди.

белгийәдә чиқидиған «лөсва гезити» (Le Soir), дунйа сәһийә тәшкилатиниң мушу йил (2021) ниң ахириғичә вухән вируси (Kovid-19) ниң ахирлишидиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), йавропа комитетиниң мушу ай ахирида «вухән вируси паспорт лайиһәси» ни сунидиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «тагесшав.де» тори (Tagesschau.de), дунйа сәһийә тәшкилати вухән вирусиниң йуқумчан алаһидиликиниң дунйа миқйасида барғансери ешиватқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тас агентлиқи» (TASS), ройтерс агентлиқиниң американиң 2-мартта өктичи рәһбәр алексей навалний сәвәбидин русийәгә қарши йеңи ембарголарни йүргүзүш мумкинликини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «коммерсант гезити» (Kommersant), украина газ ширкити-нафтогаз (Naftogaz) ниң башлиқи андрей коболев (Andrey Kobolev) ниң, украинаниң русийә тәрипидин йасиливатқан «2-шималий еқим» тәбиий газ туруба йолиниң барлиқ ембарголарға қаримастин пүткүзүлүш еһтималиға қарита тәййарлиқта икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «ведомости гезити» (Vedomosti), русийә муавин баш министири татйана голикова (Tatyana Golikova) ниң, русийәдә вухән вирусиға қарши иммунитетниң авғуст ейида шәкиллинидиғанлиқини тәхмин қиливатқанлиқлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El Pais), испанийәдә елан қилинған доклатта, вухән вируси тәдбирлири йолға қойулған районлар билән тәдбирләр йолға қойулмиған районларни селиштурғанда, тәдбирләр йолға қойулған районларда йахшилинишниң көрүлгәнликиниң испатланғанлиқиниң билдүрүлгәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел мундо гезити», испанийәдә рәп нахшичи пабло һасел (Pablo Hasel) ниң тутулушиға қарши өткүзүлүватқан намайишларда зораванлиқларниң көпийишидә, иҗтимаий таратқу арқилиқ тәшкилләнгән йашларниң һәптә ахири каталонийә райониға беришиниң сәвәб болғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر