02.02.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарланған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1575790
02.02.2021

түркийә авази радийоси: әлҗәзирә телевизийәси, теһран һөкүмитиниң йадро келишимигә бойсунидиғанлиқини билдүрүп, келишимни қутқузуш үчүн йавропалиқлардин вашингтон билән оттурида вастичилиқ қилишни тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», бирма армийәсиниң һөкүмәтни өткүзүвалғанлиқини вә дөләтниң рәһбирини тутқун қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, хәлқара җәмийәтниң бирмадики һәрбий өзгиришни тәнқид қилғанлиқини, америка пирезиденти җо байдинниң ембарголар билән бирмаға тәһдит салғанлиқи билдүрүлди.

қатарда чиқидиған «әлрайә әлқатариййә гезити», қатар әмири шәйх тәмим бин һамәд алсаниниң, шаһзадә нура бинти фаһидниң вапати мунасивити билән сәуди әрәбистан падишаһи сәлман бин абдуләзиз әлсуудқа тәзийәсини йәткүзгәнликини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, бир тәтқиқат нәтиҗисидә, германийәликләрниң %8 ниң ашқун оңчил идийәгә игә икәнликиниң көрситилгәнликини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «тагешпигел гезити», германийә һөкүмитиниң «шималий еқим тәбиий газ туруба йоли лайиһәси» дә қәтий қарарға игә икәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «в д р» телевизийәси (WDR), баш министир ангела меркелниң йаз ахириғичә һәммә кишини ваксина әмләш тоғрисида вәдә бәргәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), йавропада йашлар арисида ишсизлиқниң ешиватқанлиқини хәвәр қилди.

белгийәдә чиқидиған «лөсва гезити» (Le Soir), йавропа иттипақи сиртидики пуқралар үчүн техиму қаттиқ сайаһәт чәклимилириниң күнтәртиптә икәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи вон дер лейен (Von der Leyen) ниң, «дунйаниң вухән вирусиниң йеңи түригә қарши техиму көп ваксинаға еһтийаҗлиқ» дегәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел мундо гезити» (El Mundo), каталонийәлик сийасәтчи орийол җукерас (Oriol Junqueras) ға берилгән қамақ җазасиниң қалған қисмини кәчүрүм қилишниң күнтәртиптә икәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «рийа новости гезити» (RİA), американиң украинаға иқтисадий вә һәрбий йардәм  вәдә бәргәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «тас агентлиқи», (TASS), америка ташқи ишлар министири антонй блинкен (Anthony Blinken) ниң, американиң русийәдики йиғилишлар билән һечқандақ мунасивитиниң йоқлуқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «коммерсант гезити» (Kommersant), дунйа миқйасида 101 милйондин артуқ кишиниң ваксина билән әмләнгәнликини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر