24.09.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1496508
24.09.2020

түркийә авази радийоси: германийәниң «тагесшав.де» (Tagesschau.de) тори, германийә ташқи ишлар министири һайко маасниң қоғдиғучисиниң вухән вируси (Kovid-19) билән йуқумланғанлиқиниң байқилиши билән, һайко маасниң ийорданийә зийаритини әмәлдин қалдуруп, өзини карантин астиға алғанлиқини хәвәр қилди.

ройтерс тори, германийә һөкүмитиниң афена-әнқәрә дийалогидин мәмнун икәнликини, йавропа иттипақиниң түркийәгә қарши ембарго йүргүзүш еһтималиниң йирақлашқанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, нато баш катипи столтенбергниң шәрқий ақдеңиздики киризис сәвәбидин ихтилапл күчәйгән түркийә билән гиретсийә оттурисида өткүзүлгән учришишларда «йахши илгириләш» болғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), мадрид һөкүмитиниң тиранспорт мәсилисидә армийәниң дәрһал вухән вирусиға қарши турушқа қатнишишини вә башқа районлардин 300 доктор тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел мундо гезити» (El Mundo),венезуела пирезиденти мадурониң мирафлорс пирезидентлиқ сарийини қоғдаш үчүн мәхпий қораллиқ әтрәт қуруватқанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «инфобийә гезити» (Infobae), американиң кубаниң сайаһәтчилики вә експортиға тәсир көрситидиған йеңи ембарголарни йолға қойғанлиқини хәвәр қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», алҗирийә пирезиденти абдел маҗид теббонниң: «пайтәхти қуддус болған пәләстин дөлитини қуруш һоқуқи содилишидиған мәсилә әмәс» дегәнликини хәвәр қилди.

әлҗәзирә қанили, хәлқара көчмәнләрни көзитиш мәркизиниң сүрийә мусапирлириниң көпийиватқанлиқини билдүрүп, дунйада 15 милйондин артуқ йурт-маканидин айрилған кишиниң барлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

ийорданийәдә чиқидиған «әддустур гезити», сәуди әрәбистанниң өмрә қилишқа 2020-йили өктәбир ейидин башлап рухсәт қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), фирансийәдә 2020-йили 26-сентәбирдин башлап марселйа шәһири вә гуаделоп арилида барлиқ қавақхана вә ресторанларниң тақилидиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» ( (Le Figaro, фирансийәниң гиретсийәдики морийа лагерида туруватқан 500 мусапир балини қобул қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

белгийәдә чиқидиған «лөсва гезити»,белгийәдә һәр күни оттуричә һесаб 1 миң 425 кишиниң вухән вируси билән йуқумлиниватқанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (Izvestiya), беларусийә пирезиденти лукашенкониң мәхпий қәсәм қилип вәзипә тапшурувелиш мурасимиға қарши чиққан онларчә намайишчиниң минскта тутулғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «рийа новости агнетлиқи» (RİA Novosti), русийәниң чәт әлдин кәлгән русийәликләр үчүн йеңи бәлгилимә чиқарғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, чәт әлдин қайтип кәлгән русийәликләрниң үч күн ичидә саламәтлик тәкшүрүтүп, нәтиҗиси чиққичә өйидә карантин астида туридиғанлиқи билдүрүлди.

«нефтә газ.ру» (Neftegaz.ru)  тори, түркийәниң газ баһасини чүшүрүш үчүн русийә билән содилишиватқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر