07.07.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1450461
07.07.2020

түркийә авази радийоси: әнглийә пайтәхти лондонда әрәбчә чиқидиған «әлқуддус әләрәби гезити», әнглийә баш вәзири борис җонсонниң исираилийә баш министири нетанйаһу билән телефонда көрүшкәндә, исираилийәниң ишғали астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики бәзи җайларни өзигә қошувелиш пиланлиридин әндишә қиливатқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

әлҗәзирә телевизийәси, наһда су амбири тоғрисида асаслиқ ихтилаплиқ темилар давамлишиватқан бир пәйттә, мисир билән ефийопийә оттурисида йеңи музакирәләрниң башланғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әл қатариййа гезити» әрәб-хитай һәмкарлиқиниң ортақ мәнпәәтләргә тайинидиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ла вангуардийа гезити» (La Vanguardia), мексика пирезиденти андрес мануел лопез обрадор (Andrés Manuel López Obrador) ниң бүгүн (2020-йили 7-ийул) ки америка зийаритидә, пирезидент трамп билән икки йиғин өткүзидиғанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «инфобийә гезити» (Infobae), биразилийә пирезиденти болсонарода бәзи саламәтлик аламәтлири көрүлгәнлики үчүн, вухән вируси гумани билән диагноз қойулғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, германийә сайаһәтчиликиниң мәсули томас барейа (Thomas Bareiá) ниң вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин түркийәгә қарита чиқирилған сайаһәт агаһландурушини қисқа вақит ичидә әмәлдин қалдуруштин бешарәт бәргәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «тагесшав.де» тори (Tagesschau.de), германийәниң дөләт ичидики америка һәрбий қисимлири үчүн 10 йилда 1 милйард йавро чиқим қилғанлиқини елан қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле парсийен гезити» (Le Parisien), фирансийә сотсийалист партийәсиниң биринчи катипи оливир фав (Olivier Faure) ниң, һөкүмәтниң йеңи кабентини тәнқид қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» (Lenta.ru) хәвәрләр тори, русийә муавин ташқи ишлар министири сергей рйабковниң, русийәниң америкаға нисбәтән келишим түзидиған тәрәп болуш сүпитидә ишәнчини йоқитип қойғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), русийәдики ширкәтләрниң йериминиң дегүдәк ечилишқа башлиғанлиқини елан қилди.

русийә «тас» (TASS) агентлиқи, русийә федератсийә министирлар кеңишиниң, русийә әлчилириниң қош дөләт пуқраси болушини чәкләйдиған қанун лайиһәсини қоллиғанлиқини хәвәр қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر