01.07.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1446818
01.07.2020

түркийә авази радийоси: германийәниң «велт.де» (Welt.de) тори, германийә дөләт мудапиә министири  аннегрет крамп карренбова (Annegret Kramp-Karrenbauer) ниң, дөләт ичидә ашқун оңчи һәрикәтләрниң оттуриға чиқишидин кейин, армийә ичидики алаһидә зәрбидарлар қисмини қайтидин тәртипкә селишқа вә бир қисмини әмәлдин қалдурушқа тәййарлиниватқанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, йавропа иттипақи дөләтлири 2020-йили 1-ийулдин башлап 14 дөләткә чегралирини ечишни қарар қилғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «шпийгел.де» тори (Spiegel.de), германийәдә әң төвән иш һәққи, йәни бир саәтлик иш һәққиниң 9.35 йавродин қәдәмму қәдәм һалда 10.45 йавроға өстүрүлидиғанлиқини хәвәр қилди.

«әлқуддус әләрәби гезити», исираилийәниң пәләстин земинини қошувелиш пиланиға қарши туруш вә бәзи йавропа дөләтлирини мустәқил пәләстин дөлитини етирап қилишқа чақириш үчүн сийасий учришишларниң давамлишиватқанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әлқатариййа гезити», террорлуққа қарши туруш үчүн қатар пайтәхти доһада б д т ишханисини ечиш үчүн муһим хизмәтләрниң ишлиниватқанлиқини хәвәр қилди.

әлҗәзирә телевизийәси америкада тонулған бир мутәхәссисниң вухән вируси (Kovid-19) ға мунасивәтлик тәдбирләргә риайә қилиштики бипәрвалиқ сәвәбидин хәтәрлик йөнүлүшкә қарап меңишқа қарши агаһландурғанлиқини хәвәр қилди.

билинишичә, алҗирийәдә вухән вирусиға мунасивәтлик күнлүк вәқә санлири рекорт сәвийәгә чиққан.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El País), бу йил (2020) ниң тунҗи чарикидә испанийә иқтисадида тарихий төвәнләш көрүлүп %5.2 кә төвәнлигәнликини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «инфобийә гезити» (Infobae), аргентинада бу йил (2020) декабир ейида омумий сайлам өткүзүлидиғанлиқини вә парламент әзалири саниниң көпийдиғанлиқини хәвәр қилди.

 испанийәдә чиқидиған «ла вангуардийа гезити» (La Vanguardia), йавропа иттипақиниң германийәдин вухән вируси киризисиға қарши чиқиш йоли тепишини күтүватқанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), йавропа иттипақиниң вухән вируси сәвәбидин 2020-йили 17-марттин тартип тақалған чегралирини 14 дөләткә ечивәткәнликини хәвәр қилди.

бу дөләтләрниң ичидә американиң йоқлуқи әскәртилди.

«24-франс» қанили айрбас (Airbus) ширкитиниң вухән вируси киризиси сәвәбидин оттуриға чиққан иқтисадий қийинчилиқлар түпәйлидин фирансийәдә 5 миң хизмәтчини өз ичигә алған 15 миң хизмәтчини иштин бошитидиғанлиқини хәвәр қилди.

«р б к» (RBK) хәвәрләр тори, нийу йорк таймес гезитиниң русийәниң талибан билән «келишим» түзгәнликигә мунасивәтлик испатларниң барлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), дунйа сәһийә тәшкилатиниң вәкили мелиса вуйнович (Melisa Vuynoviç) ниң русийәниң вухән вирусиға қарши туруш хизмәтлиригә иҗабий баһа бәргәнликини хәвәр қилди.

«газәтә.ру» (Gazeta.ru) хәвәрләр тори, русийә пирезиденти владимир путин билән беларусийә пирезиденти александер лукашенко (Aleksander Lukaşenko) ниң, русийәниң рҗев (Rjev) шәһири әтрапида сабиқ совет иттипақи әскәрлириниң һәйкилиниң ечилиш мурасимиға қатнашқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر