02.06.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1427886
02.06.2020

германийәдә чиқидиған «зүддайчә зәйтуң гезити» (Süddeutsche Zeitung), май ейда  германийәдә вухән вируси (Kovid-19) ниң тәсиридә, йасаш санаитиниң изчил төвәнлигәнликини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «франкфуртер алгемайне зәйтуң гезити» (Frankfurter Allgemeine Zeitung), б д т ниң йавропа иттипақи дөләтлириниң ақдеңизда хәлқара қанунға хилаплиқ қиливатқанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әлқатариййа гезити», сүрийә кишилик һоқуқ көзитиш өйиниң 2020-йили май ейиниң, сүрийәдә ички уруш башланған 2011-йилидин буйанқи әң аз өлүм көрүлгән ай болғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

әлҗәзирә телевизийәси мисирда вухән вируси сәвәбидин йәнә сәккиз дохтурниң җенидин айрилғанлиқини в мисир һөкүмитиниң сиртқа чиқишни чәкләш бәлгилимисини вақит җәһәттин бошатқанлиқини хәвәр қилди.

«24-франс» қанили җорҗ флойд (George Floyd) ниң җәситини тәкшүрүш доклатиға асасланғанда, униң өлүминиң «җинайәт» икәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El Paiís), испанийәдә бемарларниң %60 ниң вухән вирусиниң қорқунчи сәвәбидин оператсийә болушни рәт қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «рийа новости агентлиқи» (RİA Novosti),  , русийә дөләт мудапиә министирлиқиниң вухән вирусиға қарши йасалған ваксенаниң клинкилиқ тәҗрибә синиқи үчүн, бәш айални өз ичигә алған 50 халисанә педакар һәрбий хадимни таллиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» (Lenta.ru ) тори, русийә пирезиденти путинниң 2020-йили 1-ийулда асасий қанун реферандуминиң өткүзүлидиғанлиқини җакарлиғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тас агентлиқи» (TASS),  украинаниң русийә енергийә ширкәтлиригә ембарго йүргүзүш мәсилисини күнтәртипкә қойушни пиланлаватқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر