21.04.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1402596
21.04.2020

түркийә авази радийоси: испанийәдә чиқидиған «ла гуардийа гезити» (La Vanguardia), вухән вируси сәвәбидин балиларниңму сиртқа чиққанда чоңларға охшаш чәклимиләр билән чиқидиғанлиқини вә һөкүмәтниң 12 йаштин төвән балилар үчүн йеңи бәлгимиләрни елан қилидиғанлиқини  хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «инфобийа гезити» (Infobae), аргентинада йеқинқи 24 саәттә сәккиз кишиниң вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлиқини вә 90 кишиниң йуқумланғанлиқини хәвәр қилди.

белгийәдә чиқидиған «лөсва гезити» (Le Soir), норвегийәниң әң әркин ахбаратқа игә икәнликини, белгийәниң болса чеграсиз мухбирлар тәшкилатиниң тизимликидә 12-орунда туридиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), мәркизи әнглийәгә җайлашқан оксфама (Oxfam) тәшкилатиниң ғәрбий африқада 50 милйон кишиниң ачарчилиқ тәһдити астида икәнликини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), вухән вируси(Kovid-19) ға мунасивәтлик бир тәтқиқатта, 11-майда фирансийә хәлқиниң %5.7 ниң вирус билән йуқумлинидиғанлиқиниң илгири сүрүлгәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «известийа гезити» (İzvestiya), русийәдә бензинниң топ баһасиниң төвәнлигәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «лента.ру» (Lenta.ru) тори, русийәдә вухән вирусиға мунасивәтлик вәқә санлириниң ешишиниң, тәкшүрүш саниниң ешиши билән елан қилинғанлиқини хәвәр қилди.

«р б к» (RBK) тори, русийә нефит ширкәтлириниң бензинни зийиниға сетишни башлиғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң өлүм җазалирида рекорт характерлик төвәнләш көрүлгәнликини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «зейит онлайн» (Zeit Online ) тори, шималий корейә рәһбири ким җоңунниң саламәтлик әһвали тоғрисида һәр хил хәвәрләрниң тарқиливатқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «стерн. де» (Stern.de) тори, германийә баш министири ангела меркелниң вухән вирусиға қарши йолға қойулған қаттиқ тәдбирләрни тез сүрәттә бошитишни тәләп қилғанларни агаһландурғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر