27.03.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1386255
27.03.2020

түркийә авази радийоси: германийә авази радийоси (DW), германийәниң италийә вә фирансийәдин вухән вируси (йеңи типтики таҗсиман вируслуқ өпкә йаллуғи йуқуми – ковид – 19) бимарлирини қобул қилидиғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

германийәниң «Handelsblatt.com» тори, германийә федератсийә парламентиниң вухән вирусиға қарши 750 милйард йавролуқ иқтисадий пиланни тәстиқлиғанлиқини йазди.

германийәниң «Tagesschau.de» тори, вухән вируси йуқумлинип қаза қилғанлар сани миңдин ешип кәткән америкада, болупму нйуйоркта әһвалниң еғир икәнликини хәвәр қилди.

испанийәниң «ел паис» гезити, американиң дунйадики әң көп йуқумланғучи бар дөләт болуш җәһәттә хитайдин ешип кәткәнликини йазди.

кубаниң «ла пренса» гезити, кубаниң дунйани ковид – 19 ға қарши иттипақлиқ орнитишқа чақирғанлиқини хәвәр қилди.

чилида чиқидиған «El Mercurio» гезити, американиң (венесуела пирезиденти) мадурони зәһәрлик чекимлик әткәсчилики билән шуғуллиниш билән әйибләп, қолға чүшүрүш үчүн мукапат елан қилғанлиқини йазди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде» гезити, вухән вируси йүзисидин бир һәптә ичидә бир милйондин артуқ фирансузниң париж тәвәликидин чиқип кәткәнликини илгири сүрди.

фирансийәниң «ле фигаро» гезити, дохтурларниң хилоровин таблитини ковид – 19 бимарлириға беришигә рухсәт қилинғанлиқини йазди.

йәнә фирансийәниң «ле парисиен» гезити, ковид – 19 дин йуқумлинип вапат болған 16 йашлиқ җулиениң ачисиниң көзлиригә йаш алған һалда, һечкимниң (вирус алдида) йеңилмәс әмәсликини ейтқанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

русийәниң «тасс» хәвәр агентлиқи, русийәниң 27 – марттин башлап барлиқ хәлқаралиқ нөвәтчи айропиланларниң учушиға чәклимә қойғанлиқини йазди.

«риа новости» агентлиқи, русийә биваситә мәбләғ селиш фонди баш дерикториниң, русийәниң ковид – 19 үстидин қолға кәлтүрүлидиған зәпәрдә муһим рол ойнайдиғанлиқини илгири сүргәнликини хәвәр қилди.

йәнә русийәниң «известийа» гезити, өзбкистанда тунҗи қетим бир йуқумланғучиниң қаза қилғанлиқини йазди.

сәуди әрәбистанда инглизчә нәшр қилинидиған «әшшәрқ әләвсат» гезити, вухән вируси сәвәбидин ийорданийәниң ирбид шәһиридә карантин түзүмини йолға қойғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә» гезити, ирақниң пайтәхти бағдадтики һөкүмәт биналири вә чәт әл әлчиханилири җайлашқан йешил районниң башқурулидиған бомба һуҗумиға учриғанлиқини йазди.

оманда чиқидиған «әлвәтан» гезити, оман султанлиқи тәвәликидә вухән вирусидин йуқумланғучиларниң саниниң 99 ға йәткәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر