27.01.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1348194
27.01.2020

 

германийәниң «zdf.de» тори, германийәдә йәһудий өчмәнликигә қарши туруш һәрикитиниң күчийиватқанлиқини хәвәр қилди.

«Süddeutsche Zeitung» гезити, американиң бағдадта турушлуқ әлчиханисиға башқурулидиған бомба билән йәнә һуҗум қилинғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, германийә армийәси ичидә 550 нәпәр радекал оңчи гумандарниң барлиқини хәвәр қилди.

сәуди әрәбистанда инглизчә чиқидиған «Alsharq Alawsat» гезити, ирақтики америка әлчиханисиға қилинған башқурулидиған бомба һуҗумида аз дегәндиму бир кшиниң йаридар болғанлиқини хәвәр қилди.  

қатарда чиқидиған «Al-Raya Al-Katariya» гезити, түркийә вә алҗирийәниң ливийә киризисиға тинч йол билән һәл қилиш чариси типишни қоллайдиғанлиқини хәвәр қилди.

оманда чиқидиған «VATAN» гезити, германийәниң ирақниң шималидики кордларға қайтидин тәлим тәрбийә беришни башлиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «Le Monde» гезити, коронавируси апити йүз бәргән хитайниң вухән шәһиридә турушлуқ фирансийә пуқралириниң мушу һәптиниң оттурилирида айропилан билән фирансийәгә қайтуруп келинидиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «Le Parisien» гезити, түркийәдики йәр тәврәш апити йүз бәргән җайда кичик бир қизниң бина хабалиқлири астидин қутқузувелинғанлиқини хәврә қилди.

фирансийәдә чиқидиған «Le Figaro» гезити, кичик балиларниң һәқ һоқуқини қоғдашқа даир лайиһәләрни ишқа ашуруш үчүн макронниң 50 җәмийәтниң мәсуллири билән көрүшкәнликини хәвәр қилди.

«Türkrus» хәвәрләр тори, гри попниң кремлиндин чиқип кәткәнликини вә путинниң украина сийаситигә мәсул муавини виладислав сурковниң вәзиписидин истепа бәргәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «Gazetem.ru » тори , русийә ташқи ишлар министирлиқиниң булғурийә һөкүмити тәрипидин 2 нәпәр русийә дипломатийә хадимини чеградин қоғлап чиқармақчи болғанлиқиға қарита, «күшкүртүш» дәп баһа бәргәнликини хәәр қилди.

русийәниң «Lenta.ru» тори, коронавируси пәйда болған хитайниң хубей өлкисидә 140 нәпәр русийә пуқраси барлиқини вә улардин 75 кишиниң университет оқуғучилири икәнликини хәвәр қилди. 

испанйәдә чиқидиған «El Pais» гезити, испанийә қатнаш министири җос луис абалос билән венезуела муавин пирезиденти делсий родбигус оттурисидики учришишта ениқ болмиған нуқтиларниң барлиқини хәвәр қилди. 

испанйәдә чиқидиған «El Mundo» гезити, каталонийә үчүн һәммимиз барарвәр партийәсидин гуим торраниң парламент әзалиқи вәзиписиниң әмәлдин қалдурулишини тосуп қилиш үчүн каталонийә парламенти башлиқи рогер торрентни има қилғанлиқини хәвәр қилди.

«TeleSur» гезити, перудики палата әзалири сайлимида, беләт сандуқлири йепилип, беләт санаш хизмәтлириниң башланғанлиқини хәвәр қилди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر