20.01.2020

бүгүнки чәт әл гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1343971
20.01.2020

сәуди әрәбистанда чиқидиған « Alsharq Alawsat» гезити, берлин конферансиниң ливийәдә даимий уруш тохтитиш чақириқида болғанлиқини хәвәр қилди.

бәһрәйндә чиқидиған  «Al-Ayam » гезити, бағдадтики намайишларда, икки кишиниң җенидин айрилғанлиқини вә иран билән болған чегра еғизиниң тақалғанлиқни хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған  «Al-Raya Al-Katariya» гезити ливанда намайишчилар билән аманлиқини сақлаш күчлири оттурисида йүз бәргән тоқунушларда 400 кишиниң йаридар болғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси ливийә мәсилиси үчүн берлиндә һәрикәт пилани бәлгиләнгәнликини хәвәр қилди.

«Spiegel. de» хәвәрләр тори, германийә баш министири ангела меркелниң  истанбулға келидиғанлиқини хәвәр қилди.

«Zdf.de» хәвәрләр тори, хитайниң талла базарлирида пиластик халтиларниң чәкләнгәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «El País» гезити өктичи хуән гуайдониң мәхпий һалда америка ташқи ишлар министири майк помпейо билән көрүшүш үчүн венезуеладин коломбийәгә кәлгәнликини хәвәр қилди.

мексикада чиқидиған  «El Universal» гезити, гуррерода 10 музикантниң алди билән өлтүрүлүп андин көйдүрүветилгәнликини вә улардин 5 кишиниң җиназисиниң аилисигә тапшурулғанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «La Nación» гезити, папа франсискониң боенус- айрестики өйигә бомба орунлаштурулғанлиқи һәққидә хәвәр тарқалғанлиқини, лекин гуманлиқ йешиктин пәқәтла әхләт чиққанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر