15.01.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1341142
15.01.2020

 түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда инглизчә чиқидиған «әшшәрқ әләвсат гезити», исираилийә баш министири нетанйаһу, исираилийәниң иранниң йадро қоралиға игә болушиға рухсәт қилмайдиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

бәһрәйндә чиқидиған «әлайам гезити», ирақ пайтәхти бағдадниң шималиға җайлашқан америка «ел таҗи» һәрбий базисиниң башқурулидиған бомба һуҗумиға учриғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әлқатариййа гезити», түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акарниң, «ливийәдә тинчлиқ вә муқимлиқниң әмәлгә ешишини тиләймән» дегәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «шпейгел» тори (Spiegel.de), түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң тинчлиқ учришишлиридин қачқан һәрбий өзгириш қозғиғучи һафтәргә қаритип: «мушундақ қиливәрсә, өзи халиған дәрсни беридиғанлиқлири» ни ейтқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «т-онлайн.де» тори (t-online.de), русийәниң мурәссәчиликидә москвада түркийә-сүрийә истихбаратлириниң йиғини ечилғанлиқини хәвәр қилди.

германийәдә чиқидиған «дачландфунк гезити» (Deutschlandfunk), германийә баш министири меркелниң ливийә конферансидин үмидиниң аз икәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел паис гезити» (El Pais), венезуела пирезиденти мадурониң вақтини елан қилмастин, йавропа иттипақи билән б д т ни кейинки күнләрдә өткүзүлидиған парламент сайлимини көзитишкә тәклип қилғанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «клейрин гезити» (Clarin), американиң аргентинаниң орниға, биразилийәниң «иқтисадий тәрәққийат вә һәмкарлиқ тәшкилати» ға киришини қоллайдиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), ливан хәлқиниң қайтидин намайиш қилишни башлайдиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), фирансийәдә сақчиларниң зораванлиқи һәққидики талаш-тартишларниң көпийиши сәвәбидин һөкүмәтниң бу тоғрида байанат елан қилишқа мәҗбур қалғанлиқини хәвәр қилди.

шивейтсарийә чиқидиған «ле темпс гезити» (Le Temps), «йадро келишими йавропалиқларниң қош өлчими» сәрләвһисидә хәвәр елан қилди.

русийәниң «лента.ру» (Lenta.ru) тори, русийә портида туруватқан иран нефит парахотиға от кәткәнликини хәвәр қилди. тас «TASS» агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә, маһачкалә шәһиридики портта қуруқ йүк парахотиға от кәткән.

русийәниң «тас» (TASS) агентлиқи, русийәниң һафтәрниң келишимни имзалимаслиқини «драмма» дәп қаримайдиғанлиқини хәвәр қилди.

«түркрус» (Türkrus) тор бети, русийәдә түрк йемәкликлириниң модиға айланғанлиқини вә түрк таамлири рестораниниң көпийиватқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر