07.01.2020

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1336050
07.01.2020

түркийә авази радийоси: «зүддайчә зәйтуң гезити» (Süddeutsche Zeitung ), йавропаниң оттура шәрқтә урушниң алдини елишни халайдиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «велт.де» (Welt.de) тори, натониң америка-иран киризиси сәвәбидин топланғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, гелсенкиршен (Gelsenkirchen) да бир түркийә пуқрасиниң сақчилар тәрипидин өлтүрүлгәнликини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әлқатариййа гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң, «районда йүз бәргән өзгиришләргә қарита җимҗит қарап туралмаймиз» дегәнликини хәвәр қилди.

сәуди әрәбистанда инглизчә чиқидиған «әшшәрқ әләвсат гезити», америка дөләт мудапиә министирлиқиниң, американиң ирақтин чекиниш пиланиниң йоқлуқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

умманда чиқидиған «вәтән гезити», ирақниң чәт әл күчлирини чекиндүрүш үчүн тунҗи қәдәмлирини етишқа башлиғанлиқини؛ вашингтонниң буниңға қарши ираққа ембарго йүргүзүш тоғрисида тәһдит салғанлиқини؛ лондонниң ирақ мәсилисидә ениқ пиланиниң йоқлуқини؛ парижниң учришишларни өткүзүш үчүн мөһләт берилишини тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ла вангуардийа гезити» (La Vanguardia), йавропа парламентиниң мәркизий сайлам кеңишиниң наразилиқиға қаримастин, каталонийәниң тутқундики сийасәтчиси орийол җункерас (Oriol Junqueras) ни йавропа парламент әзаси дәп тониғанлиқини хәвәр қилди.

боливийәдә чиқидиған «ла боливийа гезити» (La Bolivia), боливийә хәлқиниң йеңи пирезидентни 2020-йили 3-майда сайлайдиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро гезити» (Le Figaro), ишчилар уйушмиси билән һөкүмәтниң пенсийә ислаһати тоғрисидики учришишлириниң қайтидин башлинидиғанлиқини хәвәр қилди.

 «24-франс» қанили, америка армийәсиниң «хаталишип» ирақтин чекинидиғанлиқини елан қилғанлиқини, арқидин бу хәвәрниң йалғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «либерийшин гезити» (Libération), әнглийә баш вәзири борис җонсонниң иран киризиси билән йавропа иттипақидин чекиниш тоғрисида җанбазлиқ қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «рийа новости гезити» (RİA Novosti), пүткүл русийәдә һава райиниң бинормал икәнликини вә һаваниң иссиқ икәнликини؛ сибирийәдиму һава температурасиниң пәсил характерлик һава температурасидин 20 гирадус йуқири икәнликини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), путинниң ортодокс хиристийан дунйасиниң рождества байримини тәбриклигәнликини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «росскайа гезити» (Rossiyskaya), русийә дөләт ,удапиә министири сергей шойгуниң иран армийә иштаб башлиқи билән телефонда көрүшүп, районниң нөвәттики вәзийитини музакирә қилғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر