02.12.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1315999
02.12.2019

түркийә авази радийоси: қатарда чиқидиған «әррайә әлқатариййә» гезити, йеқинқи икки йил ичидә ғәззәдин исраилийәгә 2600 данә башқурулидиған бомба қойуп берилгәнликини йазди.

сәуди әрәбистанда инглизчә нәшр қилинидиған «әшшәрқ әләвсат» гезити, ирақлиқ намайишчиларниң иранниң нәҗәфтики консулханисиға иккинчи қетим от қойуп бәргәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

кувәйттә чиқидиған «әлватан» гезити, шаһзадә вилйамниң кувәйттә дөләт ишлири зийаритидә болидиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «билд.де» гезити, германийә әскәрлириниң интизамға бойсунмиғанлиқи үчүн җазаланғанлиқини йазди؛ германийәдә 1000 ға йеқин әскәр һарақ ечкәнлик вә хизмәт орниға кәлмигәнлики үчүн интизам җазасиға учриған.

германийә авази (DW) радийоси, йавропа иттипақи комитетиниң йеңи башлиқиниң хизмәткә чүшкәнликини хәвәр қилди؛ германийәлик сийасәтчи урсула вон дер лейен башчилиқидики йеңи йавропа иттипақи комитети вәзипә өтәшни рәсмий башлиған.

йәнә германийәниң «шпиегел.де» тори, лондон чоңлуқидики бир муз парчисиниң җәнубий муз деңизидин йеқинда айрилип деңизға қошулуп кетиш еһтимали барлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

фирансийәниң «ле монде» гезити, фирансийәниң ливийә деңиз қирғиқи мудапиә әтритигә парахот бериштин ваз кәчкәнликини йазди.

фирансийәдә чиқидиған «ле фигаро» гезити, медиапартниң ливийә малийә мәнбәси (гә алақидар дело) тоғрисидики байанида, (фирансийәниң сабиқ пирезиденти) саркозйниң бир йеқининиң 2006 – йили 440 миң йавро қобул қилғанлиқи илгири сүрүлгәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған  «ле парисиен» гезити, (фирансийә пирезиденти) макронниң, малида өлтүрүлгән қәһриман әскәрләрни хатирилигәнликини вә бу ишниң дөләтни бирләштүрүшини үмид қилидиғанлиқини ейтқанлиқини йазди.

русийәниң  RBK гезити, украина ички кабинетиниң русийәниң икки районини өз дөлитигә қошувелишқа тәййар икәнликини билдүргәнликини хәвәр қилди.

регнум хәвәр агентлиқи, америка қошма иштатлириниң «шималий еқим-2» қурулуши түпәйли русийәгә ембарго йүргүзүш еһтимали барлиқини илгири сүрди.

русийәниң «лента.ру» хәвәрләр тори, русийәниң забайкалйе районида бир аптобусниң дәрйаға чүшүп кетип, 19 адәмниң җенидин айрилғанлиқини йазди.

испанийәниң «ел паес» гезити, (мадридтики) килимат йиғининиң, дөләтләрниң зәһәрлик газ чиқириш нисбитини төвәнлитиш үчүн техиму қаттиқ тәдбирләрни йолға қойушниң йоллирини издәватқанлиқини қәйт қилди.

мексиканиң «ел универсал» гезити, бир қетимлиқ тоқунушта 21 адәмниң өлүшидин кейин, мексикадики зәһәрлик чекимлик содиси сәвәб болуватқан зораванлиқниң барғанчә қорқунчлуқ түскә киргәнликини йазди.

испанийәниң «ел мундо» гезити, зораванлиқ вәқәлири вә иқтисадтики турғунлуқниң (баш министир) лопез обрадорниң вәзипә өтишиниң биринчи йил айлинишиға көләңгә чүшүрүватқанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر