27.11.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1313373
27.11.2019

 түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда инглизчә чиқидиған «әшшәрқ әләвсат гезити», американиң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилған иранлиқларға йүргүзүлүватқан ембарголарниң давамлишидиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әл қатариййа гезити», тинчлиқ булиқи һәрикитиниң вақитқа бағлиқ әмәсликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

күвәйттә чиқидиған «вәтән гезити», бағдадта үч қетим партлаш йүз берип, алтә адәмниң җенидин айрилғанлиқини, 15 адәмниң йариланғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), малида 13 фирнсийә әскири җенидин айрилғандин кейин, пирезидент макронниң қийин соалларға дуч кәлгәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), фирансийәниң малида җенидин айрилған әскәрлири үчүн чоңқур қайғуруватқанлиқини хәвәр қилди.

«24-франс» қанили, ғәзәпләнгән деһқанларниң парижниң қатнишини паләч қилип қоймақчи болғанлиқини хәвә р қилди.

германийәниң «тагесшав.де» (Tagesschau.de) тори, германийәликләрниң америка билән болған мунасивитигә үмидсиз қарайдиғанлиқини؛ америкалиқларниң болса, германийә билән болған мунасивәткә үмид билән қарайдиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел комертийо гезити» (El Comercio), чилиниң 40 күн давамлашқан намайишларни йеңи зораванлиқ билән «тәбриклигәнлики» ни хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «инфобийә гезити» (Infobae), боливийәниң аридин 11 йил өткәндин кейин, вашингтон әлчисини вәзипигә тәйинлигәнликини хәвәр қилди.

чилида чиқидиған «ла терсера гезити» (La Tercera), коломбийә пирезиденти билән өткүзүлгән сөһбәттин кейин, бүгүн (27-нойабир) омумийүзлүк иш ташлашниң елан қилинғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «коммерсант гезити» (Kommersant), хитай ташқи ишлар министирлиқи американиң «шәхсийәтчи» сийаситиниң оттура шәрқтә муқимсизлиққа сәвәб болғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «известийа гезити» (İzvestiya), русийә билән гирузийә оттурисида авийатсийә қатнишиниң 2020-йилиниң тунҗи йеримида қайтидин башлинидиғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر